29Яқуп униңға җавап берип: — Мән саңа қандақ хизмәт қилип кәлгиним, мениң қолумда маллириңниң қандақ болғини өзүңгә аян. 30Чүнки мән кәлмәстә мелиң аз еди; әнди наһайити зор бир топ болди. Мениң қедимим қәйәргә йәтсә, Пәрвәрдигар саңа бәрикәт ата қилди. Әнди мән қачан өз аиләм үчүн егилик тикләймән? — деди.
35Шу күни Лабан тағил вә ала-чипар текиләрни, ала-чипар чиши өшкиләрни, шундақла аз-паз ақ чикими болған барлиқ өшкиләрни, барлиқ қара-қоңур қозиларни айрип, өз оғуллириниң қолиға тапшуруп, 36өзи билән Яқупниң оттурисида үч күнлүк арилиқни қойди. Яқуп болса Лабанниң падилириниң қалғинини бақти.
37Лекин Яқуп терәк, бадам вә чинар дәрәқлиридин юмран чивиқларни елип, қовзиқини йоллуқ қилип шилип, ақ сизиқларни чиқарди. 38-39Андин мал күйлигән вақитлирида су ичкили кәлгәндә, у мошу шилған чивиқларни падилар су ичидиған йәрләрдики улақларға малниң алдиға тикләп қоятти. Мал бу тағил чивиқларниң алдида җүпләшкәндин кейин улар тағил вә ала-чипар қозиларни туғди.
40Андин Яқуп бу қозиларни Лабанниң падисидин айрип чиқарди; андин у Лабанниң падисиниң йүзлирини тағил вә қоңур қойлириға қаритип җүпләштүрди; шундақ қилип, у өз мелини Лабанниң мелиға қошмай бөләк қоюп, өзи үчүн айрим бадиларни қилди. 41Сағлам күчлүк мал җүпләшкинидә, Яқуп чивиқларни падиниң көз алдиға улақларда қоятти; маллар шу чивиқларниң йенида җүплишәтти. 42Лекин җүплишиватқан мал аҗиз болса, у чивиқларни қоймайтти. Бу тәриқидә аҗизлири Лабанға, күчлүклири Яқупқа тәвә болди. 43Шундақ қилип, бу киши наһайити бай болуп, маллири, дедәклири, қуллири, төгилири вә ешәклири хелә көп болди.
Notes
□30:3 «у мениң қучиғимға туғсун» — ибраний тилида «у мениң тизлирим үстигә туғсун» — демәк, дедәк туққан балилар Раһиләниң һесаплиниду. Ибраний тилида «мән у арқилиқ қурулимән» яки «униң вастиси билән мениң өйүм қурулиду».
□30:6 «Дан» — «у һөкүм чиқарди» яки «у адиллиқ қилди!» дегән мәнидә.
□30:24 «Йүсүп» — «у йәнә бериду» яки «у қошуп бериду» дегән мәнидә.
□30:32 «қара-қоңур пахланлар» — Пәләстиндә қоңур яки қара рәңлиқ қойлар аз учрайду. «өшкиләрниң ичидинму ала-чипарлири» — Пәләстиндә өшкиләрниң көпинчиси пүтүнләй қара яки пүтүнләй қоңурдур. «булар» — яки «булардин туғулғанлар».
«Йүсүп» — «у йәнә бериду» яки «у қошуп бериду» дегән мәнидә.
«қара-қоңур пахланлар» — Пәләстиндә қоңур яки қара рәңлиқ қойлар аз учрайду. «өшкиләрниң ичидинму ала-чипарлири» — Пәләстиндә өшкиләрниң көпинчиси пүтүнләй қара яки пүтүнләй қоңурдур. «булар» — яки «булардин туғулғанлар».