1Пәрвәрдигар Синай теғида Мусаға сөз қилип мундақ деди: — 2Сән Исраилларға мундақ дегин: — Мән силәргә беридиған зиминға киргиниңларда у зиминниң өзиму Пәрвәрдигарға атап бир шабат арамини алсун. 3Сән алтә жил етизиңни терип, алтә жил таллиқ беғиңни чатап, улардин һосулларни жиққин; 4амма йәттинчи жили зиминниң өзи үчүн бир «шабатлиқ арам» болсун; у Пәрвәрдигарға аталған бир «шабат» һесаплиниду. Шу жили сән етизиңни теримайсән вә таллиғиңни чатимайсән. 5Өзлүгидин үнүп чиққан һосулни ормайсән; вә чаталмиған таллириңниң үзүмлирини үзмәйсән; чүнки шу жил зимин арам алидиған жилдур.
6Һалбуки, зимин шабат жилида чиқарған һосул һәммиңларға озуқ болиду, йәни өзүң үчүн, қул-дедигиң үчүн, мәдикариң үчүн вә сениңкидә туруватқан мусапир үчүн, шуниңдәк мал-варанлириң үчүн 7Вә зиминиңдики явайи һайванлар үчүнму озуқ болиду; зиминниң һәммә һосули озуқ болиду.
20Әгәр силәр: — Мана, бизгә терип һосулни жиғишқа иҗазәт берилмисә, йәттинчи жили немә йәймиз, дәп сорисаңлар, 21силәргә мәлум болсунки, алтинчи жилида үч жилниң һосулини бәрсун дәп, Мән үстүңларға бәрикитимни «чүш» дәп буйруймән. 22Вә шундақ болидуки, силәр сәккизинчи жили терийсиләр, амма тоққузинчи жилиғичә ешип қалған кона һосулдин техичә йәйсиләр; шу тоққузинчи жилиғичә силәр кона ашлиқтин йәйсиләр.
23Йәр-зимин сетилса, мәңгүлүк сетилмисун, чүнки зиминниң өзи Мениңкидур, силәр болсаңлар Мениң йенимдики мусапир вә меһман, халас. 24Силәр егә болидиған пүткүл зиминда йәр-зиминниң егилиригә уни «қайтурувелиш һоқуқи»ни яритип беришиңлар керәк. 25Әгәр қериндашлириңлардин бири кәмбәғәллишип, өз мирас йерини сетивәткән болса, униң йеқин туққини, йәни «һәмҗәмәт шапаәтчи»си келип өз қериндиши сатқан йәрни қайтуруп сетивалсун. 26Әгәр униң һеч шапаәтчи туққини болмиса, лекин у яндурувелишқа керәклик пулни тапалиса, 27Ундақта сатқиниға қанчә жил болғанлиғини һесаплап, азадлиқ жилиғичә қалған жиллар үчүн сетивалған кишигә мувапиқ пул берип, өз йеригә қайтсун. 28Лекин әгәр у яндурувелишқа керәклик пулни тапалмиса, өзи сетип бәргән йәр азатлиқ жилиғичә алғучиниң қолида турсун; азатлиқ жили кәлгәндә йәр йәр сетивалғучиниң қолидин чиқсун, өз егиси өз йәр-мүлкигә қайтсун.
Сетип бәргән өйләр тоғрилиқ
29Әгәр бириси сепиллиқ шәһәрниң ичидики бир туралғу өйни сатқан болса, сетип бир жил ичидә уни яндурувелиш һоқуқи бардур. Толуқ бир жил түгәп болғичә, яндурувелиш һоқуқи бардур. 30Лекин пүтүн жил ичидә яндурувелинмиса, сепиллиқ шәһәрниң ичидики бу өй нәсилдин-нәсилгә алған кишиниң қолида болуп, азатлиқ жили кәлсиму яндурулмас.
31Лекин сепилсиз кәнтләрниң өйлири болса зиминниң етизлиридәк һесаплиниду; уларни яндуруп сетивалғили болиду; азатлиқ жили кәлгәндә әсли егисиниң қолиға яндурулиду.
32Лекин Лавий шәһәрлиридә болса, Лавийлар өз мираси болған шәһәрләрдики өйлирини халиса һәр қачан қайтурувелиш һоқуқи бардур. 33Лавийлардин бири өйлирини, йәни өз мираси болған шәһәрдики бир өйни қайтурувелиш һоқуқи бар болсиму, лекин қайтуруп алмиған болса, ундақ әһвалда у азатлиқ жили кәлгәндә яндурулиду; чүнки Лавий шәһәрлириниң өйлири болса Лавийларниң Исраилларниң арисидики мираси болиду. 34Шундақ һәм буларниң шәһәрлириниң чөрисидики етиз-йәрлири болса, уларниң әбәдий мираси болғачқа, сетилса болмайду.
Қәризләр вә қуллар тоғрилиқ бәлгүлимиләр
35Саңа хошна болған, қериндашлириңлардин бири кәмбәғәллишип, өз җенини бақалмай қалса, сән уни мусапир яки яқа жутлуқ меһмандәк йениңда турғузуп, униңдин хәвәр алғин. 36Сән униңдин өсүм вә яки пайда алмиғин; сән Худайиңдин қорқуп, қериндишиңни қешиңда турушқа қойғин. 37Пулуңни униңға өсүмгә бәрмә, ашлиғиңниму пайда елиш мәхситидә униңға өтнә бәрмигин.
□25:12 «шабат жили» — бу иш тоғрисидики бәлгүлимиләрни, 5-7-айәтләрдин вә изаһатлиридин көрүң.
□25:14 «Силәр хошнаңларға бир немә сетип бәрсәңлар, яки хошнаңлардин бир немә сетивалсаңлар» — бу айәттики «бир немә» шүбһисизки йәр-зиминларни яки егиликни көрситиду (13-айәтни көрүң).
□25:25 «һәмҗәмәт шапаәтчи» — мошу сөз ибраний тилидики «гоел»ниң тәрҗимисидур. Тәвраттики нурғун йәрләрдә бу сөз тепилиду (мәсилән, «Аюп» 19:25ни вә изаһатни көрүң). Бәзидә «һәмҗәмәт қутқузғучи» дәп тәрҗимә қилиниду. Бу сөз умумән бирисиниң мәлум аваричиликкә учриғинида, униңға туққанчилиқ (һәмҗәмәтлик) қилип уни қутқузуш үчүн бәдәл төләйдиған қутқузғучи туққинини билдуриду.
□25:26 «лекин у яндурувелишқа керәклик пулни тапалиса» — ибраний тилида «у» «униң қоли» дегән сөз билән ипадилиниду.
□25:32 «Лавийларниң шәһәрлири» — Исраил ичидә Лавийларға алаһидә хас болған 48 шәһәр бар еди («Чөл.» 35-бап, «Йәшуа» 21-бапни көрүң).
□25:33 «Лавийлардин бири өйлирини... қайтурувелиш һоқуқи бар болсиму,... у азатлиқ жили кәлгәндә яндурулиду» — яки «Әгәр Лавийлардин бири башқа бирисидин (йәни башқа бир Лавий адәмдин) өз мираси болған шәһиридә бир өйни сетивалсиму, азатлиқ жили кәлгәндә яндурулиду». Бу айәтниң йәнә бәзи башқа тәрҗимилири яки шәрһлири учриши мүмкин.
«шабат жили» — бу иш тоғрисидики бәлгүлимиләрни, 5-7-айәтләрдин вә изаһатлиридин көрүң.
«Силәр хошнаңларға бир немә сетип бәрсәңлар, яки хошнаңлардин бир немә сетивалсаңлар» — бу айәттики «бир немә» шүбһисизки йәр-зиминларни яки егиликни көрситиду (13-айәтни көрүң).
«һәмҗәмәт шапаәтчи» — мошу сөз ибраний тилидики «гоел»ниң тәрҗимисидур. Тәвраттики нурғун йәрләрдә бу сөз тепилиду (мәсилән, «Аюп» 19:25ни вә изаһатни көрүң). Бәзидә «һәмҗәмәт қутқузғучи» дәп тәрҗимә қилиниду. Бу сөз умумән бирисиниң мәлум аваричиликкә учриғинида, униңға туққанчилиқ (һәмҗәмәтлик) қилип уни қутқузуш үчүн бәдәл төләйдиған қутқузғучи туққинини билдуриду.
«лекин у яндурувелишқа керәклик пулни тапалиса» — ибраний тилида «у» «униң қоли» дегән сөз билән ипадилиниду.
«Лавийларниң шәһәрлири» — Исраил ичидә Лавийларға алаһидә хас болған 48 шәһәр бар еди («Чөл.» 35-бап, «Йәшуа» 21-бапни көрүң).
«Лавийлардин бири өйлирини... қайтурувелиш һоқуқи бар болсиму,... у азатлиқ жили кәлгәндә яндурулиду» — яки «Әгәр Лавийлардин бири башқа бирисидин (йәни башқа бир Лавий адәмдин) өз мираси болған шәһиридә бир өйни сетивалсиму, азатлиқ жили кәлгәндә яндурулиду». Бу айәтниң йәнә бәзи башқа тәрҗимилири яки шәрһлири учриши мүмкин.
«... буларниң шәһәрлириниң чөрисидики етиз-йәрлири ... сетилса болмайду» — бу етизлар уларниң хусусий тәәллуқати әмәс, бәлки уларниң «коллектип» тәәллуғи еди.