16
1 Көңүлдики нийәтләр инсанға тәвәдур;
Бирақ тилниң җавави Пәрвәрдигарниң илкидидур.■
2 Инсан өзиниң һәммә қилған ишини пак дәп биләр;
Лекин қәлбдики нийәтләрни Пәрвәрдигар таразиға селип тартип көрәр.□ ■
3 Нийәт қилған ишлириңни Пәрвәрдигарға тапшурғин,
Шундақ қилғанда планлириң пишип чиқар.■
4 Пәрвәрдигар барлиқ мәвҗудийәтниң һәр бирини мәлум мәхсәт билән апиридә қилған;
Һәтта яманларниму балаю-апәт күни үчүн яратқандур.■
5 Тәкәббурлуққа толған көңүлләрниң һәр бири Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
Қол тутушуп бирләшсиму, җазасиз қалмас.□ ■
6 Муһәббәт-шәпқәт вә һәқиқәт билән гуналар кафарәт қилинип йепилар;
Пәрвәрдигардин әйминиш адәмләрни яманлиқтин халий қилар.□
7 Адәмниң ишлири Пәрвәрдигарни хурсән қилса,
У һәтта дүшмәнлириниму униң билән енақлаштурар.
8 Һалал алған аз,
Һарам алған көптин әвзәлдур.■
9 Инсан көңлидә өз йолини тохтитар;
Амма қәдәмлирини тоғрилайдиған Пәрвәрдигардур.
10 Һәтта падишаниң ләвлиригә қаритип әпсун оқулсиму,
Униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс.□
11 Адил тараза-мизанлар Пәрвәрдигарға хастур;
Тараза ташлириниң һәммисини У ясиғандур.■
12 Падиша рәзиллик қилса жиркиничликтур,
Чүнки тәхт һәққанийәт биләнла мәһкәм турар.
13 Һәққаний сөзлигән ләвләр падишаларниң хурсәнлигидур;
Улар дурус сөзлигүчиләрни яхши көрәр.
14 Падишаһниң қәһри гоя өлүмниң әлчисидур;
Бирақ дана киши униң ғәзивини тиничландурар.■
15 Падишаһниң чирайиниң нури кишигә җан киргүзәр;
Униң шәпқити вақтида яққан «кейинки ямғур»дур.□ ■
16 Даналиқ елиш алтун елиштин нәқәдәр әвзәлдур;
Йорутулушни таллаш күмүчни таллаштин шунчә үстүндур!■
17 Дурус адәмниң егиз көтирилгән йоли яманлиқтин айрилиштур;
Өз йолиға еһтият қилған киши җенини сақлап қалар.
18 Мәғрурлуқ һалак болуштин авал келәр,
Тәкәббурлуқ жиқилиштин авал келәр.■
19 Кәмтәр болуп мискинләр билән барди-кәлдидә болуш,
Тәкәббурлар билән һарам мал бөлүшкәндин әвзәлдур.
20 Кимки ишни пәм-парасәт билән қилса пайда тапар;
Пәрвәрдигарға таянған болса, бәхит-саадәт көрәр.□ ■
21 Көңли дана киши сәгәк атилар;
Йеқимлиқ сөзләр адәмләрниң билимини ашурар.
22 Пәм-парасәт өзигә егә болғанларға һаятлиқниң булиқидур;
Әқилсизләргә тәлим бәрмәкниң өзи әқилсизликтур.■
23 Ақиланә кишиниң қәлби ағзидин әқил чиқирар;
Униң ләвзигә билимни зиядә қилар.
24 Йеқимлиқ сөзләр гоя һәсәлдур;
Көңүлләрни хуш қилип тәнгә давадур.
25 Адәм балисиға тоғридәк көрүнидиған бир йол бар,
Лекин ақивити һалакәткә баридиған йоллардур.■
26 Ишлигүчиниң иштийи уни ишқа салар;
Униң қарни униңға һайдакчилик қилар.□
27 Муттәһәм киши яман гәпни колап жүрәр;
Униң ләвлири лавулдап турған отқа охшар.□ ■
28 Әгир адәм җедәл-маҗира туғдурғучидур;
Ғәйвәтчи йеқин достларни айриветәр.■
29 Зораван киши йеқин адимини аздурар;
Уни яман йолға башлап кирәр.□
30 Көзини жумувалған киши яман нийәтни ойлар;
Левини чишлигән киши яманлиққа тәйярдур.□ ■
31 Һәққанийәт йолида ақарған чач,
Адәмниң шөһрәт таҗидур.□
32 Асан аччиқлимайдиған киши палвандин әвзәлдур;
Өзини тутувалған шәһәр алғандинму үстүндур.□
33 Чәк етәккә ташланғини билән,
Лекин нәтиҗиси пүтүнләй Пәрвәрдигардиндур.
Notes
■ 16:1
Пәнд. 16:1 ; 19:21 ; 20:24 ; Йәр. 10:23
□ 16:2
«қәлбдики нийәтләр» — ибраний тилида «(адәмләрниң) роһлири» дейилиду.
■ 16:2
Пәнд. 21:2
■ 16:3
Зәб. 36:5 ; 54:23 ; Мат. 6:25 ; Луқа 12:22 ; 1Пет. 5:7
■ 16:4
Аюп 21:30
□ 16:5
«қол тутушуп бирләшсиму,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «шубһисизки,...».
■ 16:5
Пәнд. 6:17 ; 8:13 ; 11:21
□ 16:6
«...гуналар кафарәт қилинип йепилар» — Тәврат дәвридә, гуналар қурбанлиқлар арқилиқ «йепилип кәчүрүм қилинди» (йәни, «кафарәт қилинди»). Инҗил дәвригә кәлгәндила, гуналар «елип ташланди» (мәсилән, «Юһ.» 1:29).
■ 16:8
Зәб. 36:16 ; Пәнд. 15:16
□ 16:10
«Һәтта падишаниң ләвлиригә қаритип әпсун оқулсиму, униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс» — йәнә икки хил тәрҗимиси бар: (1) «Падишаһниң ләвлиридә Пәрвәрдигарниң вәһийи болса, униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс»; (2) «Падишаһниң ләвлири вәһийгә қарап сөзләйду; униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәслиги керәк».
■ 16:11
Лав. 19:36 ; Қан. 25:13-16 ; Пәнд. 11:1 ; 20:10, 23
■ 16:14
Пәнд. 19:12 ; 20:2
□ 16:15
«Униң (падишаниң) шәпқити вақтида яққан «кейинки ямғур»дур» — ибраний тилида: «Униң (падишаниң) шәпқити «кейинки ямғурлар»ни әпкәлгән булуттур». «Кейинки ямғурлар» Исраилда 3-айда йеғип, әтиязлиқ зираәтләрни пишириштәк һалқилиқ рольни ойнайду. Шуңа һәр бир дехан «кейинки ямғур»ға тәшнадур, улар уни бәк қәдирләйду.
■ 16:15
Пәнд. 19:12
■ 16:16
Аюп 28:15 ; Зәб. 18:11 ; 118:72 ; Пәнд. 3:14,15 ; 8:11,19
■ 16:18
Пәнд. 11:2 ; 17:19
□ 16:20
«Кимки ишни пәм-парасәт билән қилса пайда тапар» — яки «несиһәт сөзигә көңүл қойған пайда тапар».
■ 16:20
Зәб. 2:12 ; 33:9-10 ; 124:1 ; Йәш. 30:18 ; Йәр. 17:7
■ 16:22
Пәнд. 13:14
■ 16:25
Пәнд. 14:12
□ 16:26
«Униң қарни униңға һайдакчилик қилар» — ибраний тилида «Униң ағзи униңға һайдакчилик қилар».
□ 16:27
«Муттәһәм киши» — ибраний тилида «Белиалниң оғли» дейилиду. «Белиал»ниң мәнаси «әрзимәс» дегәнлик болуп, бәлким Иблисни көрситиду.
■ 16:27
Пәнд. 12:18
■ 16:28
Пәнд. 15:18 ; 26:21 ; 29:22
□ 16:29
«Уни яман йолға башлап кирәр» — ибраний тилида «Уни яхши әмәс бир йолға башлап кирәр».
□ 16:30
«Көзини жумувалған киши» — яки «көз қисқучи киши», «көзини чимилдатқучи адәм».
■ 16:30
Пәнд. 6:13,14
□ 16:31
«Һәққанийәт йолида ақарған чач, адәмниң шөһрәт таҗидур» — айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Ақ чач болса адәмниң шөһрәт таҗидур; у һәққанийәт йолида пәйда болиду».
□ 16:32
«Өзини тутувалған» — ибраний тилида: «Өз роһини идарә қилидиған» дегән сөзләр билән ипадилиниду.
Пәнд. 16:1; 19:21; 20:24; Йәр. 10:23
«қәлбдики нийәтләр» — ибраний тилида «(адәмләрниң) роһлири» дейилиду.
Пәнд. 21:2
Зәб. 36:5; 54:23; Мат. 6:25; Луқа 12:22; 1Пет. 5:7
Аюп 21:30
«қол тутушуп бирләшсиму,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «шубһисизки,...».
Пәнд. 6:17; 8:13; 11:21
«...гуналар кафарәт қилинип йепилар» — Тәврат дәвридә, гуналар қурбанлиқлар арқилиқ «йепилип кәчүрүм қилинди» (йәни, «кафарәт қилинди»). Инҗил дәвригә кәлгәндила, гуналар «елип ташланди» (мәсилән, «Юһ.» 1:29).
Зәб. 36:16; Пәнд. 15:16
«Һәтта падишаниң ләвлиригә қаритип әпсун оқулсиму, униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс» — йәнә икки хил тәрҗимиси бар: (1) «Падишаһниң ләвлиридә Пәрвәрдигарниң вәһийи болса, униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс»; (2) «Падишаһниң ләвлири вәһийгә қарап сөзләйду; униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәслиги керәк».
Лав. 19:36; Қан. 25:13-16; Пәнд. 11:1; 20:10, 23
Пәнд. 19:12; 20:2
«Униң (падишаниң) шәпқити вақтида яққан «кейинки ямғур»дур» — ибраний тилида: «Униң (падишаниң) шәпқити «кейинки ямғурлар»ни әпкәлгән булуттур». «Кейинки ямғурлар» Исраилда 3-айда йеғип, әтиязлиқ зираәтләрни пишириштәк һалқилиқ рольни ойнайду. Шуңа һәр бир дехан «кейинки ямғур»ға тәшнадур, улар уни бәк қәдирләйду.
Пәнд. 19:12
Аюп 28:15; Зәб. 18:11; 118:72; Пәнд. 3:14,15; 8:11,19
Пәнд. 11:2; 17:19
«Кимки ишни пәм-парасәт билән қилса пайда тапар» — яки «несиһәт сөзигә көңүл қойған пайда тапар».
Зәб. 2:12; 33:9-10; 124:1; Йәш. 30:18; Йәр. 17:7
Пәнд. 13:14
Пәнд. 14:12
«Униң қарни униңға һайдакчилик қилар» — ибраний тилида «Униң ағзи униңға һайдакчилик қилар».
«Муттәһәм киши» — ибраний тилида «Белиалниң оғли» дейилиду. «Белиал»ниң мәнаси «әрзимәс» дегәнлик болуп, бәлким Иблисни көрситиду.
Пәнд. 12:18
Пәнд. 15:18; 26:21; 29:22