47-күй •••• Зион — Худаниң шәһири
1-2Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: —
Улуқдур Пәрвәрдигар,
Худайимизниң шәһиридә, Униң муқәддәслиги турған тағда,
У зор мәдһийәләргә лайиқтур!
3Егизлигидин көркәм, Зион теғи,
Пүткүл җаһанниң хурсәнлигидур;
Шималий тәрәплири гөзәлдур,
Бүйүк падишаниң шәһиридур!  
4Худа қорғанлирида туриду,
Бу йәрдә У егиз панаһгаһ дәп тонулиду;
5Мана, падишалар жиғилди,
Улар шәһәрни бесип өтүп, җәм болди.
6 Шәһәрни көрүпла улар алақзадә болди;
Дәккә-дүккигә чүшүп бәдәр қечишти.
7У йәрдә уларни титрәк басти,
Толғақ йегән аялдәк улар азапланди;
8Сән Таршиштики кемиләрни шәриқ шамили билән вәйран қиливәттиң.
9Қулиқимиз аңлиғанни,
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң шәһиридә,
Худайимизниң шәһиридә,
Биз һазир өз көзимиз билән шундақ көрдуқ;
Худа мәңгүгә уни мустәһкәм қилиду.
Селаһ.
10Биз сениң муқәддәс ибадәтханаң ичидә туруп, и Худа,
Өзгәрмәс муһәббитиңни сеғиндуқ.
11Намиңға лайиқтур,
Җаһанниң чәт-чәтлиригичә йәткүзүлгән мәдһийилириң, и Худа;
Сениң оң қолуң һәққанийлиқ билән толған.
12Сениң адил һөкүмлириңдин,
Зион теғи шатланғай!
Йәһуда қизлири хошал болғай!
13Зион теғини айлинип меңип,
Әтрапида сәйли қилиңлар;
Униң мунарлирини санап беқиңлар;
14Кейинки әвлатқа уни баян қилиш үчүн,
Сепил-истиһкамлирини көңүл қоюп күзитиңлар,
Қорғанлирини көздин кәчүрүңлар.
15Чүнки бу Худа әбәдил-әбәт бизниң Худайимиздур;
У өмүрвайәт бизниң йетәкчимиз болиду!

Notes


47:3 «Шималий тәрәплири гөзәлдур» — йәнә бир хил тәрҗимиси «Зафон теғи чоққилиридәк гөзәлдур». Кона бутпәрәслик ривайәтлири бойичә, «Зафон теғи» дуниядики әң егиз, әң муқәддәс, әң улуқ җай еди. Мүмкинчилиги барки, күй муәллипи мошу йәрдә Зионни униңға охшитиду.

47:3 Мат. 5:35

47:8 «Таршиштики кемиләр» — бу айәт бәлким бир бешарәттур. Дуниядики барлиқ падишалар җәм болуп Йерусалимға һуҗум қилмақчи. Уларға Таршиштики кемиләрму (кона заманларда әң күчлүк кемиләр) ярдәм бериду. Бирақ Худа Өз шәһирини қоғдап уларни һалак қилиду.

47:12 «Йәһуда қизлири хошал болғай!» — «Йәһуда қизлири» бу йәрдә Йәһуданиң шәһәр-йезилирини көрситиду.