68
68-күй •••• Зор дәрд-әләм вә азаплардин кейинки ғәлибә
1-2Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Нилупәрләр» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған күй: —
Мени қутқузғайсән, и Худа!
Сулар җенимдин өтти;
3Турғидәк җай йоқ чоңқур патқақлиққа чөкүп кәттим;
Суниң чоңқур йеригә чүшүп кәттим,
Кәлкүн мени ғәриқ қилди.
4Пәрядлиримдин һалимдин кәттим;
Галлирим қуруп кәтти;
Худайимға тәлмүрүп, көзүмдин кетәй дәп қалдим;
5Сәвәпсиз маңа өч болғанлар чачлиримдинму көптур;
Мени йоқатмақчи болғанлар,
Қара чаплап мән билән дүшмәнлишидиғанлар күчлүктур;
Шу чағда өзүм булимиған нәрсини қайтуримән.
6И Худа, мениң наданлиғим өзүңгә аян;
Мениң қәбиһликлирим Сәндин йошурун әмәстур.
7Мениң сәвәвимдин, и Рәб, самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар,
Өзүңгә умид бағлап күткәнләр йәргә қарап қалмиғай;
И Исраилниң Худаси, Өзүңни издигүчиләр мениң сәвәвимдин шәрмәндә болмиғай;
8Чүнки Сени дәп мән рәсвачилиққа учридим;
Шәрмәндилик йүзүмгә чапланди.
9Мән өз қериндашлиримға ят,
Анамниң балилириға яқа жутлуқ болдум.
10Чүнки мени муқәддәс өйүңгә болған отлуқ муһәббәт чулғувалған еди;
Саңа һақарәт қилғанларниң һақарәтлириму мениң үстүмгә чүшти;
11Мән жиғлидим, җеним роза тутти,
Буму маңа әйип дәп қаралди.
12Мән бөзни кийимим қилип кийсәм,
Шуниң билән уларниң сөз-чөчикигә қалдим.
13Шәһәр қовуқида олтарғанларниң тәнә гепигә қалдим,
Мәйхорларниң нахшисиниң темиси болдум.
14Бирақ мән шәпқитиңни көрсәткән вақтиңда дуайимни саңа нишанлидим, и Пәрвәрдигар;
И Худа, өзгәрмәс муһәббитиңниң зорлуғидин,
Ниҗатлиқ ишәшидә маңа җавап бәргәйсән;
15Мени патқақлиқтин қутқузувалғайсән,
Мени чөктүрмигәйсән;
Маңа өчмән болғанлардин,
Суниң чоңқур йеридин қутулдурғайсән;
16Кәлкүн сулириға мени ғәриқ қилдурмиғайсән;
Деңиз тәглиригиму мени жутқузмиғайсән;
Теги йоқ һаңниң мени һап етип ағзини жумувелишиға йол қоймиғайсән!
17Дуайимни иҗабәт қилғайсән, и Пәрвәрдигар,
Чүнки өзгәрмәс муһәббитиң яхшидур;
Мол рәһимдиллиғиң билән маңа йүзләнгәйсән;
18Җамилиңни қулуңдин йошурмиғайсән;
Чүнки бешимға күн чүшти;
Тездин маңа җавап бәргәйсән.
19Җенимға йеқинлашқайсән,
Униңға һәмҗәмәт-қутқузғучи болғайсән;
Дүшмәнлирим алдида мени һөрлүккә чиқарғайсән;
20Өзүң мениң рәсвалиқта һәм һөрмәтсизликтә қалғинимни,
Қандақ һақарәтләнгинимни билисән;
Рәқиплиримниң һәммиси Өзүңгә аяндур.
21Һақарәт қәлбимни парә қилди;
Мән қайғуға чөмүп кәттим;
Азғинә һесдашлиққа тәлмүргән болсамму, йоқ болди;
Тәсәлли бәргүчиләрниму издидим, лекин бирисиниму учриталмидим.
22Бәрһәқ, улар озуғумға өт сүйи,
Уссузлуғумға сиркини бәрди.
23Уларниң дәстихини өзлиригә қилтақ,
Уларниң һалавити қапқан болғай.
24Көзлири торлишип көрмәйдиған болуп кәткәй;
Бәл-путлирини титрәккә салғайсән;
25Қәһриңни уларниң үстигә чүшүргәйсән,
Ғәзивиңниң отлири уларға туташқай;
26Уларниң макани харабә болғай,
Чедирлири чөлдәрәп қалғай;
27Чүнки улар Сән урғанға техиму зиянкәшлик қилмақта;
Сән зәхимләндүргәнләрниң азавиға гәп билән азап қошмақта.
28Уларниң гунайиға гуна қошқайсән,
Һәққанийлиғиңниң несивисигә уларни ериштүрмигәйсән.
29Улар һаятлиқ дәптиридин өчүрүлгәй;
Һәққанийларниң қатариға пүтүлмигәй.
30Бирақ мән болсам бир езилгән дәрдмән;
Ниҗатлиғиң, и Худа, мени жуқуриға көтирип қутқузғай;
31Мән мунаҗат оқуп Худаниң намини мәдһийиләймән;
Тәшәккүрләр билән уни улуқлаймән;
32Бу болса Пәрвәрдигарни хурсән қилиш үчүн,
Өкүз тәқдим қилғандин әвзәлдур;
Мүңгүз-туяқлири сақ топақ бәргәндинму артуқтур.
33Югаш мөминләр буни көрүп хошал болиду;
Худани издигәнләр —
Қәлбиңлар йеңилиниду.
34Чүнки Пәрвәрдигар йоқсулларниң илтиҗасини аңлайду,
Өзигә тәвә әсир қилинғанларни у кәмситмәйду;
35Асман-зимин Уни мәдһийилисун!
Деңиз-океанлар һәм уларда жүргүчи барлиқ җаниварлар Уни мәдһийилигәй!
36Чүнки Худа Зионни қутқузиду;
Йәһуданиң шәһәрлирини қайта бена қилиду;
Улар әшу йәрдә олтирақлишип, егилик тикләйду.
37Униң қуллириниң нәсиллири униңға мирас болиду,
Униң намини сөйгәнләр у йәрләрдә маканлишиду.
Юһ. 2:17; Рим. 15:3
Мат. 27:34,48; Мар. 15:23; Юһ. 19:28,29
Рим. 11:9
Йәш. 6:9; 29:10; 44:18; Рим. 11:10
Рос. 1:20