97-күй •••• Пәрвәрдигар пүткүл дунияға һөкүмранлиқ қилишқа келиду!
1Давут язған күй: —
Пәрвәрдигарға атап йеңи нахша ейтиңлар;
Чүнки У карамәт мөҗизиләрни яратти;
Униң оң қоли һәм муқәддәс билиги
Өзигә зәпәр-ниҗат кәлтүрди.
2Пәрвәрдигар Өз ниҗатлиғини аян қилди;
Һәққанийитини әлләрниң көз алдида ашкарә көрсәтти.
3У Исраил җәмәтигә болған меһир-муһәббитини һәм һәқиқәт-садақитини есигә алди,
Зиминниң чәт-яқилириму Худайимизниң ниҗатлиғини көрди.
4Пәрвәрдигарға авазиңларни көтириңлар, пүткүл йәр йүзи;
Тәнтәнә қилип авазиңларни көтириңлар, нахша ейтиңлар!
5Пәрвәрдигарға чилтар челип нахша ейтиңлар,
Чилтар билән, күйниң садаси билән!
6Канай һәм сүнай авазлири билән,
Падиша болған Пәрвәрдигар алдида тәнтәнә қилиңлар;
7Деңиз-океан һәм униңға толған һәммә җуш уруп,
Җаһан һәм униңда яшаватқанлар шавқунлисун!
8Кәлкүн-ташқинлар чавак чалсун;
Пәрвәрдигар алдида тағлар қошулуп тәнтәнә қилип нахша ейтсун;
9Чүнки мана, У йәрни сорақ қилишқа келиду;
У аләмни адиллиқ билән,
Хәлиқләрни Өз һәқиқәт-садақитидә сорақ қилиду.