99-күй •••• Пүткүл йәр йүзи Пәрвәрдигарға мәдһийә яңритиңлар!
1Тәшәккүр ейтиш үчүн йезилған күй: —
И пүткүл йәр-җаһан, Пәрвәрдигарға авазиңларни көтириңлар!
2Хошаллиқ билән Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуңлар,
Һозуриға тәнтәнә-нахшилар билән йеқинлишиңлар!
3Билип қоюңларки, Пәрвәрдигар һәқ Худадур;
Бизни яратқан Униң Өзидур, биз әмәс!
Биз униң хәлқидурмиз,
Өз яйлиғида баққан қойлиридурмиз.  
4Дәрвазилириға тәшәккүр ейтишлар билән,
Һойлилириға мәдһийәләр билән кириңлар;
Уни мәдһийиләп, намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар!
5Чүнки Пәрвәрдигар меһривандур;
Униң меһир-муһәббити әбәдил-әбәткичә,
Униң һәқиқәт-садақити әвлаттин-әвлатқичидур!

Notes


99:3 «Бизни яратқан Униң Өзидур, биз әмәс!» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «У бизни яратқан, биз Униңкидурмиз».

99:3 Зәб. 94:6-7; Әз. 34:30, 31