110-күй •••• Худаниң улуқлуғини сеғиниш •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
1Һәмдусана!
Көңли дурусларниң мәшрипидә,
Һәм җамаәттә туруп,
Пәрвәрдигарға пүтүн қәлбим билән тәшәккүр ейтимән.
2Пәрвәрдигарниң ясиғанлири улуқдур;
Булардин хурсән болғанлар издинип уларни сүрүштүрмәктә.
3Униң әҗри шәрәп вә һәйвәттур,
Униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду.
4У Өз мөҗизилирини яд әткүзиду;
Пәрвәрдигар муһәббәтлик һәм рәһимдилликтур.
5У Өзидин әйминидиғанларни аш билән тәминләйду;
Өз әһдисини һемишә яд етиду.
6У әмәллиридики қудритини Өз хәлқигә көрситип,
Башқа әлләрниң мирас-зиминини уларға тәқдим қилди.
7Униң қоли қилғанлири һәқиқәт-садақәт вә адиллиқтур;
Униң барлиқ көрсәтмилири ишәшликтур.
8Булар әбәдил-әбәткичә инавәтликтур;
Һәқиқәттә һәм дуруслуқта чиқирилғандур.
9У Өз хәлқигә ниҗатлиқ әвәтти;
Өз әһдисини әмир қилип мәңгүгә бекитти;
Муқәддәс һәм сүрлүктур Униң нами.
10Пәрвәрдигардин қорқуш даналиқниң башлинишидур;
Униң һөкүмлирини тутқанларниң һәммиси йорутулған адәмләрдур;
Униң мәдһийиси мәңгү туриду.