112-күй •••• Худа шәпқитини көрситиш үчүн Өзини төвән тутиду
1Һәмдусана!
Мәдһийиләңлар, и Пәрвәрдигарниң қуллири,
Пәрвәрдигарниң намини мәдһийиләңлар!
2Һазирдин башлап, әбәдил-әбәткичә,
Пәрвәрдигарниң намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун!
3Күн чиқардин күн патарға,
Пәрвәрдигарниң нами мәдһийилинишкә лайиқтур!
4Пәрвәрдигар әлләрдин жуқури көтирилди;
Шан-шәриви әршләрдин жуқуридур.
5Кимму Пәрвәрдигар Худайимизға тәң болалисун —
Өз макани жуқурида болсиму,
6Асманларға һәм йәргә қараш үчүн,
Өзини төвән қилғучиға?
7Намрат кишини У топа-чаңдин көтириду;
Қиғлиқтин йоқсулни жуқурилитиду;
8Уни есилзадиләр қатариға,
Йәни Өз хәлқиниң есилзадилири арисиға олтарғузиду;
9У туғмас аялни өйгә орунлаштуруп,
Уни оғулларниң хошал аниси қилиду.
Һәмдусана!

Notes


112:2 Дан. 2:20

112:3 Мал. 1:11

112:7 1Сам. 2:8; Зәб. 106:41