128-күй •••• Узун давам қилған җапа-мушәққәтни әсләш
1«Жуқириға чиқиш нахшиси»
«Яшлиғимдин тартип улар көп қетим мени хар қилип кәлди» —
— Аһ, Исраил һазир буни десун —
2«Улар яшлиғимдин тартип көп қетим мени хар қилип кәлди,
Бирақ үстүмдин ғәлибә қилған әмәс.
3Қош һайдиғучилар дүмбәмдә һайдиған,
Чөнәклирини интайин узун тартқан».
4Пәрвәрдигар һәққанийдур;
У рәзилләрниң асарәтлирини сундурувәтти;
5Улар шәрмәндә болуп арқисиға яндурулсун,
Зиондин нәпрәтлинидиғанларниң һәммиси!
6Улар өгүздә үнүп чиққан чөптәк болсун;
Үзүлмәй турупла солишип кетидиған;
7От-чөп ориғучиға униңдин бир тутамму чиқмайду;
Бағ бағлиғучиға бир қучақму чиқмайду;
8Өтүп кетиватқанларму: «Пәрвәрдигарниң бәрикити үстүңларда болғай;
Пәрвәрдигарниң нами билән силәргә бәхит тиләймиз!» — дегән саламни һеч бәрмәйду.