150-күй •••• Ахирида — пәқәт Һәмдусана!
1Һәмдусана!
Тәңрини Униң муқәддәс җайида мәдһийиләңлар;
Қудрити парлап туридиған әршләрдә Уни мәдһийиләңлар;
2Уни қудрәтлик ишлири үчүн мәдһийиләңлар;
Ғайәт улуқлуғи үчүн Уни мәдһийиләңлар;
3Уни бурға садаси билән мәдһийиләңлар;
Уни раваб һәм чилтар билән мәдһийиләңлар;
4Уни дап һәм уссул билән мәдһийиләңлар;
Уни тарлиқ сазлар һәм нәй билән мәдһийиләңлар;
5Уни җараңлиқ чаңлар һәм яңрақ чаңлар билән мәдһийиләңлар;
6Барлиқ нәпәс егилири Яһни мәдһийилисун!
Һәмдусана!

Notes


150:1 Йәш. 6:3