105
105-күй •••• Худаниң вападарлиғи вә сәвир-тақити; инсанниң вапасизлиғи 
 1 Һәмдусана! 
Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар! 
Чүнки У меһривандур, әбәдийдур Униң меһир-муһәббити.
□  ■  2 Пәрвәрдигарниң қудрәтлик қилғанлирини ким сөзләп берәләйду? 
Униң бар шан-шөһритини ким җакалап берәләйду? 
 3 Бәхитликтур адаләтни тутқан, 
Дайим һәққанийлиқни жүргүзгән киши! 
 4 Хәлқиңгә болған һиммитиң билән мени әслигәйсән, и Пәрвәрдигар; 
Ниҗатлиғиң билән йенимға келип хәвәр алғин!
□  5 Шуниң билән, Сән таллиғанлириңниң бәрикитини көрәй, 
Өз елиңниң шатлиғи билән шат болай, 
Өз мирасиң болған хәлқиң билән пәхирлинип, яйрап жүрәй! 
 6 Биз ата-бовилиримиз қатарида гуна өткүздуқ, 
Қәбиһлик қилдуқ, яманлиқ әйлидуқ.
■  7 Мисирда турған ата-бовилиримиз мөҗизилириңни нәзиригә алмай, 
Көп меһриванлиқлириңни есигә алмиди; 
Бәлки деңизда, Қизил Деңиз бойида исян көтәрди.
■  8 Бирақ У қудритимни намайән қилай дәп, 
Өз нами үчүн уларни қутқузди.
■  9 Униң Қизил Деңизға тәнбиһ бериши билән, 
У қупқуруқ болди; 
Худди қағҗирақ чөллүктин йетәкләп маңғандәк, 
У уларни деңиз тәглиридин 
қуруқ өткүзди.
■  10 Уларни өч көргәнләрниң қолидин һөрлүккә чиқарди, 
Уларға һәмҗәмәт болуп дүшмән чаңгилидин қутқузди. 
 11 Явларни сулар басти, 
Уларниң һеч бирси сақ қалмиди.
■  12 Шундила улар Униң сөзлиригә ишәш қилди; 
 13 Улар Униң қилғанлирини шунчә тез унтуди, 
Несиһәтини күтмиди; 
 14 Бәлки далада ач көзлүккә баладәк берилди, 
Чөл-баяванда Тәңрини синиди.
■  15 Шуңа У сориғинини уларға бәрди, 
Бирақ җүдәткүчи бир кесәлни җанлириға тәккүзди.
■  16 Улар баргаһда Мусаға һәсәт қилди, 
Худаниң муқәддәс бәндиси Һарунниму көрәлмиди.
■  17 Йәр ечилип Датанни жутувәтти, 
Абирамни адәмлири билән қапсивалди.
■  18 Әгәшкүчилири арисида от йеқилди; 
Ялқун рәзилләрни көйдүривәтти.
■  19 Улар Һорәб теғида мозай бутни ясиди, 
Қуйма һәйкәлгә сәҗдә қилип,
■  20 Өзлириниң пәхир-шөһрити болғучиниң орниға, 
От-чөп йәйдиған өкүзниң сүритини алмаштурди. 
 21 Мисирда улуқ ишларни көрсәткән Ниҗаткари Тәңрини улар унтуди. 
 22 Дәрвәқә, Һам диярида мөҗизиләр яратқан, 
Қизил Деңиз бойида қорқунучлуқ ишларни көрсәткән Худани унтуди. 
 23 У уларни һалак қилимән дегән еди — 
Өз таллиғини Муса қәһрини яндуруш үчүн Униң алдида аричи болуп тик турмиған болса, 
— Дәрвәқә шундақ қилған болар еди.
■  24 Улар йәнә гөзәл зиминни кәмситип рәт қилди, 
 25 Бәлки чедирлирида қақшап жүрүп, 
Пәрвәрдигарниң авазиға қулақ салмиди. 
 26 Шуңа У уларға қәсәм қилип қол көтирип: — 
Силәрни чөлдә жиқитип түгәштүримән —
■  27 Әвлатлириңларниму әлләр арисида жиқитип түгәштүрүп, 
Яқа жутлар ара тарқитиветимән» — деди.
■  28 Улар Баал-Пеор бутқа өзини етип чоқунуп, 
Өлүкләргә атиған қурбанлиқларни йеди.
□  ■  29 Улар қилмишлири билән Униң аччиғини кәлтүрди, 
Улар арисида ваба қозғалди; 
 30 Финиһас турди-дә, һөкүм жүргүзди, 
Шуниң билән ваба тосулди; 
 31 Бу иш Финиһасқа һәққанийәт дәп һесапланди, 
Униң нәслигиму әвладидин әвладиғичә, әбәдий шундақ һесапланди. 
 32 Улар йәнә Пәрвәрдигарни мерибаһ сулири бойида ғәзәпкә кәлтүрди, 
Уларниң сәвәвидин Мусағиму зәрәр йәтти;
■  33 Чүнки улар униң роһини териктүрди, 
Униң ләвлири бехәстиликтә гәп қилип салди.
□  34 Улар Пәрвәрдигарниң әмригә хилаплиқ қилип, 
Шу йәрдики қовмларни йоқатмиди; 
 35 Бәлки ят әлләр билән арилишип, 
Уларниң қилиқлирини үгәнди;
■  36 Уларниң бутлириға чоқунди, 
Булар өзлиригә бир қапқан болуп чиқти; 
 37 Чүнки улар өз оғул-қизлирини союп, җинларға қурбанлиққа беғишлиди.
■   38 Шундақ қилип улар бегуна қанни, 
Йәни Қанаандики бутларға атап қурбанлиқ қилип, өз оғул-қизлириниң қенини төкти; 
Зимини қанға булғинип кәтти.
■  39 Улар өз қилмишлири билән булғанди; 
Қилиқлири билән паһишә аялдәк бузулди. 
 40 Шуңа Пәрвәрдигар Өз хәлқидин қаттиқ ғәзәпләнди, 
У Өз мирасидин йиргәнди; 
 41 Уларни ят әлләрниң қолиға бәрди, 
Уларға өчмәнләр улар үстидин һөкүмранлиқ қилди. 
 42 Дүшмәнлири уларни әзди, 
Улар яв қоли астида егилип пүкүлди. 
 43 Көп қетим Пәрвәрдигар уларни қутқузди; 
Бирақ улар болса, өз хаһишлири билән Униңға асийлиқ қилди, 
Улар өз қәбиһлиги билән пәс һалға чүшти. 
 44 Шундақтиму У уларниң налә-пәрядини аңлиғанда, 
Уларниң җәбир-җапалириға етивар бәрди; 
 45 Һәм улар билән түзгән әһдисини әслиди, 
Зор меһри-шәпқити билән, ғәзивидин янди,
□  46 У уларни сүргүн қилғанларниң қәлбидә рәһим ойғатти. 
 47 Бизни қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар Худайимиз! 
Муқәддәс намиңға тәшәккүр ейтишқа, 
Тәнтәнә қилип Сени мәдһийиләшкә, 
Бизни әлләр арисидин йениңға жиғивалғайсән!
■  48 Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға, 
Әзәлдин та әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун! 
Пүткүл хәлиқ «Амин» десун!