10
Падиша Сулайманниң һекмәтлик сөзлири 
 1 Падиша Сулайманниң пәнд-несиһәтлири: — 
   
Дана оғул атисини шат қилар; 
Әқилсиз оғул анисини қайғу-һәсрәткә салар.
■  2 Һарам байлиқларниң һеч пайдиси болмас; 
Һәққанийәт инсанни өлүмдин қутулдурар.
■  3 Пәрвәрдигар һәққаний адәмниң җенини ач қоймас; 
Лекин у қәбиһләрниң нәпсини боғуп қояр. 
 4 Һорунлуқ кишини гадай қилар; 
Ишчанлиқ болса баяшат қилар.
□  ■  5 Язда һосулни жиғивалғучи — дана оғулдур; 
Лекин орма вақтида ухлап ятқучи — хиҗаләткә қалдуридиған оғулдур. 
 6 Бәрикәт һәққаний адәмниң бешиға чүшәр; 
Амма зораванлиқ яманларниң ағзиға урар.
□  7 Һәққаний адәмниң ядикари мубарәктур; 
Яманларниң нами болса, сесиқ қалар. 
 8 Дана адәм йолйоруқ-несиһәтләрни қобул қилар; 
Кот-кот, надан киши өз айиғи билән путлишар.
■  9 Ғубарсиз жүргән кишиниң жүрүш-туруши турақлиқтур, 
Йоллирини әгир қилғанниң кири ахири ашкарилиниду. 
 10 Көз ишаритини қилип жүридиғанлар адәмни дағда қалдурар; 
Кот-кот, надан киши өз айиғи билән путлишар. 
 11 Һәққаний адәмниң ағзи һаятлиқ булиқидур, 
Амма зораванлиқ яманниң ағзиға урар.
□  ■  12 Өчмәнлик җедәл қозғар; 
Меһир-муһәббәт һәммә гуналарни япар.
■  13 Әқил-идрақлик адәмниң ағзидин даналиқ тепилар; 
Әқилсизниң дүмбисигә палақ тегәр.
■  14 Дана адәмләр билимләрни зиядә топлар; 
Лекин ахмақниң ағзи уни һалакәткә йеқинлаштурар. 
 15 Мал-дуниялири гоя мәзмут шәһәрдәк байниң капалитидур; 
Мискинни һалак қилидиған иш дәл униң намратлиғидур. 
 16 Һәққанийларниң әҗирлири җанға җан қошар, 
Қәбиһләрниң һосули гунанила көпәйтиштур.
□  17 Несиһәтни аңлап уни сақлиғучи һаятлиқ йолиға маңар; 
Тәнбиһләрни рәт қилған киши йолдин азғанлардур. 
 18 Адавәт сақлиған киши ялған сөзлимәй қалмас; 
Төһмәт чаплиғанлар ахмақтур.
□  19 Гәп көп болуп кәтсә, гунадин халий болмас, 
Лекин ағзиға егә болған әқиллиқтур. 
 20 Һәққаний адәмниң сөзи худди сап күмүч; 
Яманниң ойлири толиму әрзимәстур.
□  21 Һәққаний адәмниң сөзлири нурғун кишини қувәтләр; 
Ахмақлар әқли кәмлигидин өләр. 
 22 Пәрвәрдигарниң ата қилған бәрикити адәмни дөләтмән қилар; 
У бәрикитигә һеч бир җапа-мушәққәт қошмас. 
 23 Ахмақ қәбиһликни тамашә дәп биләр; 
Амма даналиқ йорутулған кишиниң 
хурсәнлигидур.
□  ■  24 Яман киши немидин қорқса шуниңға учрар; 
Һәққаний адәмниң арзуси әмәлгә ашурулар. 
 25 Яман адәм қуюндәк өтүп йоқар; 
Лекин һәққаний адәм мәңгүлүк һулдәктур. 
 26 Адәм аччиқ су жутувалғандәк, 
Көзигә ис-түтәк кирип кәткәндәк, 
Һорун адәмни ишқа әвәткәнму шундақ болар.
□  27 Пәрвәрдигардин әйминиш өмүрни узун қилар, 
Яманниң өмри қисқартилар.
■  28 Һәққаний адәмниң үмүти хурсәнлик елип келәр; 
Лекин рәзилниң күткини йоққа чиқар.
■  29 Пәрвәрдигарниң йоли дурус яшаватқанларға башпанаһдур; 
Қәбиһлик қилғучиларға болса һалакәттур.
■  30 Һәққанийларниң орни мустәһкәмдур; 
Яманлар зиминда узун турмас. 
 31 Һәққаний адәмниң ағзидин даналиқ чиқар; 
Лекин шумлуқ тил кесип ташлинар. 
 32 Һәққаний адәмниң сөзи кишигә мок хушяқар; 
Яман адәмниң ағзидин шумлуқ чиқар.