15
 1 Мулайим җавап ғәзәпни басар; 
Қопал сөз аччиқни қозғар.■ Пәнд. 25:15 
 2 Ақиланиләрниң тили билимни җари қилар; 
Ахмақниң ағзи қуруқ гәп төкәр.■ Пәнд. 12:23; 13:16; 15:28 
 3 Пәрвәрдигарниң көзи һәр йәрдә жүрәр; 
Яхши-яманларни көрүп турар.□  «Яхши-яманлар...» — ибраний тилида «яман-яхшилар» дегәнлик билән билдүрүлиду.  ■ Аюп 34:21; Пәнд. 5:21; Йәр. 16:17; 32:19 
 4 Шипа йәткүзгүчи тил худди бир «һаятлиқ дәриғи»дур; 
Тили әгирлик кишиниң роһини сундурар.□  «Шипа йәткүзгүчи тил» — яки «меһриван тил». «һаятлиқ дәриғи» — 3:18-айәттики изаһатни көрүң.  ■ Пәнд. 12:18; 13:14 
 5 Ахмақ атисиниң тәрбийисигә писәнт қилмас; 
Лекин атисиниң тәнбиһигә қулақ салған зерәк болар. 
 6 Һәққанийниң өйидә гөһәрләр көптур; 
Бирақ яманниң тапавити өзигә аваричилик тапар. 
 7 Дананиң ләвлири билим тарқитар; 
Ахмақниң көңлидин һеч билим чиқмас. 
 8 Яманларниң қурбанлиғи Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; 
Дурусларниң дуаси Униң хурсәнлигидур.■ Пәнд. 21:27; Йәш. 1:11; Йәр. 6:20; Ам. 5:21 
 9 Яманларниң йоли Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; 
Лекин һәққанийәтни интилип издигүчини У яхши көрәр. 
 10 Тоғра йолдин чиққанлар азаплиқ тәрбийини көрәр; 
Тәнбиһгә өч болғучи өләр. 
 11 Тәһтисара вә һалакәт Пәрвәрдигарниң көз алдида очуқ турған йәрдә, 
Инсан көңлидики ой-пикирни қандақму Униңдин йошуралисун?!□  «Тәһтисара» — өлгәнләрниң роһлири баридиған җайни көрситиду.  ■ 2Тар. 6:30; Зәб. 7:10; 43:21-22; Йәр. 17:9,10; Юһ. 2:24, 25; 21:17; Рос. 1:24 
 12 Һакавур тәнбиһ бәргүчини яқтурмас; 
У ақиланиләрдин несиһәт елишқа бармас.□  «Һакавур» — яки «мәсқирә қилғучи». 
 13 Көңүл шат болса, хуш чирай болар; 
Дәрд-әләм тартса, роһи сунар.■ Пәнд. 17:22; 18:14 
 14 Йорутулған көңүл билимни издәр; 
Әқилсизниң ағзи наданлиқни озуқ қилар. 
 15 Езилгәнләрниң һәммә күнлири тәстә өтәр; 
Бирақ шат көңүл һәр күнини һейттәк өткүзәр. 
 16 Зор байлиқ билән беарамлиқ тапқандин, 
Азға шүкүр қилип, Пәрвәрдигардин әймәнгән әвзәл.■ Зәб. 37:16; Пәнд. 16:8 
 17 Нәпрәт ичидә йегән бордақ гөштә қилинған катта зияпәттин, 
Меһир-муһәббәт ичидә йегән көктат әвзәл.■ Пәнд. 17:1 
 18 Териккәк киши җедәл чиқирар; 
Еғир-бесиқ талаш-тартишларни тиничландурар.■ Пәнд. 28:25; 29:22 
 19 Һорунниң йоли тикәнлик қашадур, 
Дурус адәмниң йоли көтирилгән йолдәк дағдамдур. 
 20 Дана оғул атисини шат қилар; 
Әқилсиз адәм анисини кәмситәр.■ Пәнд. 10:1 
 21 Әқли йоқ киши ахмақлиғи билән хуштур; 
Йорутулған киши йолини тоғрилап маңар.■ Пәнд. 10:23; 14:9 
 22 Мәслиһәтсиз иш қилғанда нишанлар әмәлгә ашмас; 
Мәслиһәтчи көп болғанда муддиалар әмәлгә ашурулар.■ Пәнд. 11:14 
 23 Кишигә җайида бәргән җававидин хуш болар, 
Дәл вақтида қилған сөз нәқәдәр яхшидур! 
 24 Һаятлиқ йоли әқиллиқ кишини жуқуриға башлайдуки, 
Уни чоңқур тәһтисарадин қутқузар.□  «тәһтисара» — өлгәнләрниң роһлири барған җайни көрситиду. 
 25 Пәрвәрдигар тәкәббурниң өйини жулуветәр; 
Бирақ У тул хотунларға пасилларни турғузар.■ Пәнд. 2:21,22; 12:7; 14:11 
 26 Яманларниң ой-пикри Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; 
Бирақ сап дилниң сөзлири сөйүмлүктур.□  «ой-пикри» — яки «планлири».  ■ Пәнд. 6:18 
 27 Ач көз киши өз аилисигә аваричилик кәлтүрәр; 
Пара елишқа нәпрәтләнгән киши күн көрәр.■ Пәнд. 1:19 
 28 Һәққаний адәм қандақ җавап бериштә қайта-қайта ойлинар; 
Яман адәмниң ағзидин шумлуқ төкүләр. 
 29 Пәрвәрдигар яман адәмдин жирақтур; 
Бирақ У һәққанийниң дуасини аңлар.■ Зәб. 9:38; 33:16-20; 144:18, 19 
 30 Хуш көзләр көңүлни шатландурар; 
Хуш хәвәр устиханларға гөш-май қондурар.■ Пәнд. 25:25 
 31 Һаятлиққа елип баридиған тәнбиһкә қулақ салған киши даналарниң қатаридин орун алар. 
 32 Тәрбийәни рәт қилған өз җенини хар қилар; 
Тәнбиһгә қулақ салған йорутулар. 
 33 Пәрвәрдигардин қорқуш адәмгә даналиқ үгитәр; 
Авал кәмтәрлик болса, андин шөһрәт келәр.■ Пәнд. 1:7; 9:10; 18:12 
■15:2 Пәнд. 12:23; 13:16; 15:28
□15:3 «Яхши-яманлар...» — ибраний тилида «яман-яхшилар» дегәнлик билән билдүрүлиду.
■15:3 Аюп 34:21; Пәнд. 5:21; Йәр. 16:17; 32:19
□15:4 «Шипа йәткүзгүчи тил» — яки «меһриван тил». «һаятлиқ дәриғи» — 3:18-айәттики изаһатни көрүң.
■15:8 Пәнд. 21:27; Йәш. 1:11; Йәр. 6:20; Ам. 5:21
□15:11 «Тәһтисара» — өлгәнләрниң роһлири баридиған җайни көрситиду.
■15:11 2Тар. 6:30; Зәб. 7:10; 43:21-22; Йәр. 17:9,10; Юһ. 2:24, 25; 21:17; Рос. 1:24
□15:12 «Һакавур» — яки «мәсқирә қилғучи».
□15:24 «тәһтисара» — өлгәнләрниң роһлири барған җайни көрситиду.
■15:25 Пәнд. 2:21,22; 12:7; 14:11
□15:26 «ой-пикри» — яки «планлири».
■15:29 Зәб. 9:38; 33:16-20; 144:18, 19