13Андин Йәшая: — Әнди и Давут җәмәтидикиләр, аңлап қоюңлар, адәмләрниң сәвир-тақитини қоймиғиниңларни аз дәп, силәр Худайимниң сәвир-тақитиниму қоймиғиливатамсиләр? 14Шуңа Рәб Өзи силәргә бир бешарәт бериду: —
Мана, пак қиз һамилдар болуп бир оғул туғиду; у униң исмини «Иммануел» дәп атайду. 15Яхшилиқни таллап, яманлиқни рәт қилишни билгичә у пишлақ вә бал йәйду. 16Чүнки бу яш бала яхшилиқни таллап, яманлиқни рәт қилишни билгичә, сән нәпрәтлинидиған бу икки падишаниң йәр-зиминлири ташлинип қалиду. 17Чүнки Пәрвәрдигар сениң вә атаңниң җәмәтигә Әфраим Йәһудадин айрилған күндин буян болуп бақмиған қаттиқ күнләрни чүшүриду. У күнләр болса Асурийәниң падишасидин ибарәттур!
18Шу күни Пәрвәрдигар Мисирниң пинһан ериқлиридики пашиларни вә Асурийәдики һәриләрни үшқиртип чақириду; 19уларниң һәммиси келип һәр бир хилвәт җилғиларға, ташларниң һәр бир арачлириға, һәммә янтақларға вә һәммә яйлақларға ғужжидә қонушиду.
20Әшу күни, Рәб Әфрат дәриясиниң нерисидин иҗаригә алған бир устира билән, йәни Асурийә падишаси билән чач чүшүриду; мошу устира башниң чечини, путниң түклирини вә сақалниму чүшүрүп ғирдайду; 21шу күнләрдә бир киши яш бир сийир вә икки қой бақиду, 22уларниң шунчә көп сүт бәргинидин у сериқ май йәйду; дәрвәқә, зиминда қалғанларниң һәммиси сериқ май вә бал йәйду.
23Вә шундақ болидуки, һәр тели бир күмүч тәңгигә ярайдиған, миң тели бар үзүмзарлиқ болған һәр бир җай җиғанлиққа вә тиккәнликкә айлинип кетиду; 24Әшу йәргә адәмләр пәқәт оқя көтирип келиду, чүнки пүткүл зимин җиғанлиққа вә тикәнликкә айлинип кетиду. 25Илгири кәтмән чепилған һәр бир тағлиқ җилғиларға болса, — улар у йәрләргә җиғанлардин вә тикәнләрдин қорқуп бармайду;
Бу йәрләр пәқәт калиларни отлитидиған,
Қойлар дәссәп-чәйләйдиған җайлар болуп қалиду, халас.
□7:14 «Шуңа Рәб Өзи силәргә бир бешарәт бериду...» — мошу бешарәт болса, уларға ишинишигә ярдәм бериш үчүн әмәс, бәлки Худаниң уларға болған наразилиғини көрситиш үчүн берилиду. «Иммануел» — «Худа биз билән биллә» дегән мәнидә.
«Шуңа Рәб Өзи силәргә бир бешарәт бериду...» — мошу бешарәт болса, уларға ишинишигә ярдәм бериш үчүн әмәс, бәлки Худаниң уларға болған наразилиғини көрситиш үчүн берилиду. «Иммануел» — «Худа биз билән биллә» дегән мәнидә.
Мат. 1:23; Луқа 1:31
«Яхшилиқни таллап, яманлиқни рәт қилишни билгичә...» — яки «яхшилиқни таллап, яманлиқни рәт қилишни билиши үчүн». «пишлақ вә бал йәйду» — бу тамақлар зиминниң начар әһвалға чүшкәнлигини билдүриду. Адәм аз болғачқа, терилғу йәрләрму аз болиду. Адәмләр пәқәт мал беқиш билән шуғуллинип, терилғу йәрләр явайи һайвнатлар, һәрә қатарлиқларға ташлинип қалиду (21-23-айәтләрни көрүң). Иммануел кәмбәғәл шараитларда туғулиду һәм бәлким чоң болғичә шу ғөригил йемәклигини җаңгалдин терип йәйду, демәкчи.
«Чүнки бу яш бала яхшилиқни таллап, яманлиқни рәт қилишни билгичә...» — мошу айәттики «бу яш бала» икки бислиқ сөз болуп, бәлким Иммануелниң өзи һәм Йәшаяниң оғли «Шеар-Җашуб»ниму көрситиши мүмкин. Демәк, «Шеар-Җашуб» чоң болғичә, Сурийә һәм Исраил (шималий падишалиқ) ташландуқ болуп туриду. Бешарәттин үч жилдин кейин Сурийә зимини вә он үч жилдин кейин Исраил зимини Асурийә падишаси тәрипидин бесивелиниду. Униң таҗавузчилиғи Йәһуданиң зиминиғичә йетип берип, уни булап-талайду, бирақ уни егиләлмәйду. Кейинки бабларни, болупму 36-37-бапни көрүң. «Иммануел» дегән балиниң туғулуши һәққидики бешарәт Аһазға әмәс, «Давут җәмәтигә» чүшиду, дейилиду. Қариғанда, «Иммануел» Давутниң җәмәти ичидики бир «пак қиз»дин туғулиду. Мошу балиниң ким екәнлигини билиш үчүн, Инҗилдики «Матта» 1-, 2-бапни, «Луқа» 1-, 2-бапни көрүң.
«Уларниң һәммиси келип һәр бир хилвәт җилғиларға, ...һәммә яйлақларға ғужжидә қонушиду» — демәк, адәмләр йошурунмақчи болған һәр бир җай бехәтәр болмайду, дүшмән тәрипидин ишғал қилиниду. Мошу айәттә ибраний тилида аһаңдаш сөз ишлитилгән болғачқа, бир топ һашарәтниң «ғуң-ғуң» қилип аваз чиқарғиниға охшитилған.
«Мошу устира ... путниң түклирини вә сақалниму чүшүрүп ғирдайду» — «путниң түклири» мошу йәрдә пүтүн бәдәндики түкләрни көрситидиған сөз болуп, сәл силиқлаштуруп ипадилигән. Демәк, Асурийә падишаси Исраилларниң һәммисини булап кетиду, уларни бәлким ялаңач қалдуриду.
«...у сериқ май йәйду; дәрвәқә, зиминда қалғанларниң һәммиси сериқ май вә бал йәйду» — демәк, адәмләр шунчә аз, терилғу йәр йоқ дейәрлик, зираәтләрниң орнида явайи от-чөп көп болғачқа, озуқлуқ асасән пәқәт сүт һәм бал болиду.
Лав. 26:22
«Әшу йәргә адәмләр пәқәт оқя көтирип келиду...» — демәк, бундақ үзүмзар явайи һайванлар туридиған җайға айлиниду. Шуңа адәмләр у йәргә баридиған болса, өзини қоғдаш яки ов қилиш үчүн қуралларни көтәргән һаләттила бариду.