62
Мәсиһниң сөзиниң давами
1— «Таки Зионниң һәққанийлиғи җулалинип чақнап чиққичә,
Униң ниҗати лавулдаватқан мәшъәлдәк чиққичә,
Зион үчүн һеч арам алмаймән,
Йерусалим үчүн һәргиз сүкүт қилмаймән;
2Һәм әлләр сениң һәққанийлиғиңни,
Барлиқ падишалар шан-шәривиңни көриду;
Һәм сән Пәрвәрдигар Өз ағзи билән саңа қойидиған йеңи бир исим билән атилисән,
3Шундақла сән Пәрвәрдигарниң қолида турған гөзәл бир таҗ,
Худайиңниң қолидики шаһанә баш чәмбирики болисән.
4Сән иккинчи: «Аҗрашқан, ташливетилгән» дәп аталмайсән,
Зиминиң иккинчи: «Вәйран қилип ташливетилгән» дәп аталмайду;
Бәлки сән: «Мениң хошаллиғим дәл униңда!», дәп атилисән,
Һәм зиминиң: «Никаһланған» дәп атилиду;
Чүнки Пәрвәрдигар сәндин хошаллиқ алиду,
Зиминиң болса ятлиқ болиду.
5Чүнки жигит қизға бағланғандәк,
Оғуллириң саңа бағлиниду;
Той жигити қиздин шатланғандәк,
Худайиң сениңдин шатлиниду.
6Мән сепиллириңда күзәтчиләрни бекитип қойдум, и Йерусалим,
Улар күндүзму һәм кечисиму арам алмайду;
И Пәрвәрдигарни әсләткүчи болғанлар, сүкүт қилмаңлар!
7У Йерусалимни тиклигичә,
Уни йәр-җаһанниң оттурисида рәхмәт-мәдһийиләрниң сәвәви қилғичә,
Униңға һеч арам бәрмәңлар!».
8Пәрвәрдигар оң қоли һәм Өз күчи болған билиги билән мундақ қәсәм ичти: —
«Мән зираәтлириңни дүшмәнлириңгә озуқ болушқа иккинчи бәрмәймән;
Җапа тартип ишлигән йеңи шарапниму ятларниң пәрзәнтлири иккинчи ичмәйду;
9Зираәтләрни оруп жиққанлар өзлирила уни йәп Пәрвәрдигарни мәдһийиләйду;
Үзүмләрни үзгәнләр муқәддәс өйүмниң сәйналирида улардин ичиду».
10— Өтүңлар, дәрвазилардин өтүңлар!
Хәлиқниң йолини түз қилип тәйярлаңлар!
Йолни көтириңлар, көтириңлар;
Ташларни елип ташливетиңлар;
Хәлиқ-милләтләр үчүн йол көрситидиған бир туғни көтириңлар.
11Мана, Пәрвәрдигар җаһанниң чәт-яқилириға мундақ дәп җакалиди: —
Зион қизиға мундақ дәп ейтқин: —
«Қара, сениң ниҗат-қутулушуң келиватиду!
Қара, Униң Өзи алған мукапити Өзи билән биллә,
Униң Өзиниң инъами Өзигә һәмраһ болиду.
12Вә хәқләр уларни: «Пак-муқәддәс хәлиқ»,
«Пәрвәрдигар һәмҗәмәтлик қилип қутқузғанлар» дәйду;
Сән болсаң: «Интилип издәлгән», «Һеч ташливетилмигән шәһәр» дәп атилисән.
Notes
■62:2
Йәш. 65:15
□62:4
«Мениң хошаллиғим дәл униңда!» — ибраний тилида «Хефзибаһ». «Никаһланған» — ибраний тилида «Биюлаһ».
□62:6
«Мән сепиллириңда күзәтчиләрни бекитип қойдум, и Йерусалим, улар күндүзму һәм кечисиму арам алмайду; и Пәрвәрдигарни әсләткүчи болғанлар, сүкүт қилмаңлар!» — Мәсиһ мошу «күзәтчиләр»ни, йәни «Пәрвәрдигарни әсләткүчиләр»ни өзигә охшаш Зион үчүн тохтимай дуа қилиш хизмитигә бекиткән. Уларниң дуалири Өзиниңкигә охшаш болиду (1-айәтни көрүң).
□62:10
«Өтүңлар, дәрвазилардин өтүңлар! Хәлиқниң йолини түз қилип тәйярлаңлар! Йолни көтириңлар, көтириңлар; ташларни елип ташливетиңлар» — йолни, Исраилдики тарқилип кәткән, башқа жутларда сүргүн болғанлар, шундақла Худани издигән мусапирлар билән биллә Зионға кәлмәкчи болғанлар үчүн тәйярлаңлар, демәкчи болса керәк.
■62:10
Йәш. 40:3; 57:14
□62:11
«Қара, сениң ниҗат-қутулушуң келиватиду!... Униң Өзиниң инъами Өзигә һәмраһ болиду» — айәтниң иккинчи қисмиға қариғанда, муну «ниҗат-қутулуш» бир шәхс, йәни Мәсиһниң Өзидур; «Униң алған мукапити» һәм «Униң Өзиниң инъами» 10- һәм 12-айәткә қариғанда дәл Өзи қутқузған «хәлқим» һәм «хәлиқ-милләтләр»дин ибарәттур.
□62:12
«Вә хәқләр уларни: «Пак-муқәддәс хәлиқ»... дәйду» — «улар» дәл 10-айәттә дейилгән, Зионға кәлмәкчи болған «хәлиқ» һәм «хәлиқ-милләтләр»дур. «Сән болсаң: «Интилип издәлгән»,... дәп атилисән» — «сән» Зионниң өзини көрситиду.