— Шәһәргә кирсәңлар, мана у йәрдә козида су көтиривалған бир әр киши силәргә учрайду. Униң кәйнидин меңип у киргән өйгә кириңлар. 11Вә өй егисигә: «Устаз: — Мухлислирим билән өтүп кетиш һейтиниң тамиғини йәйдиған меһманхана өй қәйәрдә? — дәп сораватиду» дәңлар. 12У силәрни башлап үстүнки қәвәттики рәтләнгән сәрәмҗанлаштурулған чоң бир еғиз өйни көрситиду. Мана шу йәрдә тәйярлиқ қилип туруңлар.
13Шуниң билән иккиси беривиди, һәммә ишлар униң ейтқинидәк болуп чиқти. Улар шу йәрдә өтүп кетиш һейтиниң тамиғини тәйярлашти. 14Әнди вақти-саити кәлгәндә, Әйса дәстиханда олтарди; он икки расул униң билән биллә олтиришти. 15Андин у уларға:
— Мән азап чекиштин илгири, силәр билән өтүп кетиш һейтиниң бу тамиғиға һәмдәстиханда болушқа толиму интизар болуп кәлгән едим. 16Чүнки силәргә ейтайки, бу һейт зияпитиниң әһмийити Худаниң падишалиғида әмәлгә ашурулмиғичә, мән буниңдин қайта йемәймән, — деди.
17Андин у бир җамни қолиға елип, тәшәккүр ейтти вә мухлислириға:
19Андин у бир тал нанни қолиға елип, Худаға тәшәккүр ейтти вә уни уштуп, уларға үләштүрүп берип: — Бу мениң силәр үчүн пида болидиған тенимдур. Мени әсләп туруш үчүн буниңдин йәңлар, — деди.
47Униң сөзи техи аяқлашмастинла, бир топ адәмләр пәйда болди. Уларни башлап кәлгүчи он иккәйләндин бири болған Йәһуда дегән киши еди; у Әйсаға салам берип сөйгили қешиға барди.
□22:69 «Һәммигә Қадирниң оң йенида...» — грек тилида «Худаниң қудритиниң оң тәрипидә». «Зәб.», 109:1ни көрүң. Зәбурдики бу бешарәтлик сөзләр Мәсиһни көрситиду, әлвәттә. Улар өзлири Әйсани сотлаватимиз, дәп ойлатти, лекин әмәлийәттә у Инсаноғли болуп ахир берип уларниң сотчиси болиду.
□22:70 «Дегиниңлардәк мән шудурмән!» — «дегиниңлардәк» грек тилида бу сөзниң «Шундақ, лекин әмәлийәт дәл силәрниң ойлиғиниңлардәк әмәс» дегән пуриғи чиқиду.
□22:71 «Әнди башқа гувачилиқниң бизгә немә һаҗити? Чүнки өзимиз униң өз ағзидин чиққинини аңлидуқ!» — уларниң Мәсиһгә қаратқан әрз-шикайити: — «Худаниң Оғлимән» дегиниң «күпүрлүк қилғиниң», дегәндин ибарәт еди. Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә һәқиқий «күпүрлүк қилғучи» өлүмгә мәһкүм болуши керәк. Шуңа Мәсиһ өзи ейтқандин кейин уларға «башқа гувалиқ» керәк болмиди! Һалбуки, Йәһудий хәлқи өзлириниң әмәс, бәлки Рим империйәсиниң қануни астида турғачқа, Әйсани өлүмгә мәһкүм қилиш үчүн Рим һакимийити алдида башқа бирәр әрз-шикайәтни тепиши керәк. Бу төвәндики бабта (23:2) көрүниду.
Мис. 12:15; Мат. 26:2; Мар. 14:1.
«...чүнки улар хәлиқниң ғәзивидин қорқатти» — каһинлар вә Тәврат устазлириниң хәлиқтин қорқушиниң сәвәви, хәлиқниң Мәсиһни қоллайдиғанлиғидин; шуңа улар уни беваситә өлтүрәлмәй, бәлки амал қилип римлиқлар алдида Әйсаға әрз қилиш арқилиқ уларниң вастиси билән уни өлүмгә мәһкүм қилмақчи.
Зәб. 2:2; Юһ. 11:47; Рос. 4:27.
Мат. 26:14; Мар. 14:10; Юһ. 13:27.
«Әнди петир нан һейтиниң биринчи күни йетип кәлгән еди» — «петир нан һейти» йәттә күн өткүзүләтти. Тунҗи күни «өтүп кетиш байрими» (ибраний тилида «пасха» һейти) еди. Бу күни, Йәһудийлар қойларни ибадәтханиға апирип союп, андин өйидә петир нан билән йәйтти («Мис.» 12:1-20, «Лав.» 23:4-8ни көрүң).
Мат. 26:17; Мар. 14:12,13.
«мана у йәрдә козида су көтиривалған бир әр киши силәргә учрайду» — Қанаанда (Пәләстиндә) әр кишиләр бүгүнгә қәдәр адәттә су көтәрмәйду.
Мат. 26:20; Мар. 14:17.
«толиму интизарлиқ болуп кәлгән едим» — грек тилида «интизарлиқ билән интизар қилдим».
«лекин һазир һәр кимниң һәмяни болса, уни алсун; шундақ һәм хурҗуни болса, уни алсун вә бир кимниң қиличи болмиса, чапинини сетип бирдин қилич алсун» — бу сирлиқ амма муһим сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
«У җинайәтчиләр қатарида санилиду» — яки «У асийлиқ қилғучилар қатарида санилиду». Бу бешарәт «Йәш.» 53:12дә тепилиду. «мениң тоғрамдики барлиқ ишлар толуқ әмәлгә ашмай қалмайду» — «мениң тоғрамдики барлиқ ишлар» болса пәқәт Тәвраттики Мәсиһни алдин-ала очуқ ейтқан бешарәтләр болупла қалмай, бәлки Тәвратта Мәсиһни көрситидиған барлиқ буйрулған қурбанлиқлар, әмирләр, бәлгүлимиләр һәмдә Тәвратта хатириләнгән барлиқ тарихий «бешарәтлик вақиәләр»ни өз ичигә алиду.
Йәш. 53:12; Мар. 15:28.
«И Рәб, қариғин, бу йәрдә икки қилич бар екән» — мошу хил «қилич» қисқа болуп, йәнә «пичақ» һесапланғили болиду. «Болди, йетиду! — деди Әйса уларға» — мошу айәт үстидә 37-айәт билән «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
«...улардин бири қиличини көтирип, баш каһинниң чакириға уруп, оң қулиқини шиливәтти» — бу намәлум мухлис Петрус еди («Юһ.» 18:10, «Мат.» 26:51, «Мар.» 14:71).
Мат. 26:51; Мар. 14:47.
Мат. 26:55; Мар. 14:48.
«һазир бу силәргә тәвә болған вақит-сааттур вә қараңғулуқниң һөкүм сүрүшидур» — «қараңғулуқниң һөкүм сүрүшидур» — демәк, шу чағда Худа Шәйтанниң күч-қудритини, униң Өзигә вә Мәсиһигә болған нәпритини баш каһинлар вә башқа һөкүмдарлардин ибарәт шу рәзил адәмләр арқилиқ намайән қилишиға йол қойған еди. «1Кор.» 2:8»ни көрүң.
Мат. 26:57; Мар. 14:53; Юһ. 18:12,24.
Мат. 26:69; Мар. 14:54,66; Юһ. 18:16,25.
«Дәрһәқиқәт, бу һәм униң билән биллә еди; чүнки уму Галилийәликтур» — мошу киши Петрусниң Галилийәлик екәнлигини бәлким униң тәләппузи яки болмиса йәрлик кийим-кечигидин билип йәткән болса керәк.
Мат. 26:34,75; Мар. 14:72; Юһ. 13:38; 18:27.
Аюп 16:10; Йәш. 50:6; Мат. 26:67; Мар. 14:6; Юһ. 19:3.
Зәб. 2:2; Мат. 27:1; Мар. 15:1; Юһ. 18:28.
«Һәммигә Қадирниң оң йенида...» — грек тилида «Худаниң қудритиниң оң тәрипидә». «Зәб.», 109:1ни көрүң. Зәбурдики бу бешарәтлик сөзләр Мәсиһни көрситиду, әлвәттә. Улар өзлири Әйсани сотлаватимиз, дәп ойлатти, лекин әмәлийәттә у Инсаноғли болуп ахир берип уларниң сотчиси болиду.
Дан. 7:9; Мат. 16:27; 24:30; 25:31; 26:64; Мар. 14:62; Рос. 1:11; 1Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.
«Дегиниңлардәк мән шудурмән!» — «дегиниңлардәк» грек тилида бу сөзниң «Шундақ, лекин әмәлийәт дәл силәрниң ойлиғиниңлардәк әмәс» дегән пуриғи чиқиду.
«Әнди башқа гувачилиқниң бизгә немә һаҗити? Чүнки өзимиз униң өз ағзидин чиққинини аңлидуқ!» — уларниң Мәсиһгә қаратқан әрз-шикайити: — «Худаниң Оғлимән» дегиниң «күпүрлүк қилғиниң», дегәндин ибарәт еди. Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә һәқиқий «күпүрлүк қилғучи» өлүмгә мәһкүм болуши керәк. Шуңа Мәсиһ өзи ейтқандин кейин уларға «башқа гувалиқ» керәк болмиди! Һалбуки, Йәһудий хәлқи өзлириниң әмәс, бәлки Рим империйәсиниң қануни астида турғачқа, Әйсани өлүмгә мәһкүм қилиш үчүн Рим һакимийити алдида башқа бирәр әрз-шикайәтни тепиши керәк. Бу төвәндики бабта (23:2) көрүниду.