14Әрш падишалиғи худди яқа жутқа чиқмақчи болуп, өз чакарлирини чақирип дуниясини уларға тапшурған адәмгә охшайду. 15У адәм һәр бир чакарниң қабилийитигә қарап, бирисигә бәш талант, бирисигә икки талант, йәнә бирисигә бир талант күмүч тәңгә берип, яқа жутқа йол апту. 16Бәш талант тәңгә алған чакар берип оқәт қилип, йәнә бәш талант тәңгә пайда тепипту. 17Шу йолда икки талант тәңгә алғиниму йәнә икки талант тәңгә пайда апту. 18Лекин бир талант тәңгә алғини болса берип йәрни колап, ғоҗайини бәргән пулни көмүп йошуруп қоюпту.
19Әнди узун вақит өткәндин кейин, бу чакарларниң ғоҗиси қайтип келип, улар билән һесаплишипту. 20Бәш талант тәңгә алғини йәнә бәш талант тәңгини қошуп елип келип: «Ғоҗам, сили маңа бәш талант тәңгә тапшурғандила. Қарсила, йәнә бәш талант тәңгә пайда алдим» дәпту. 21Ғоҗайини униңға: Убдан бопту! Яхши вә ишәшлик чакар екәнсән! Мән саңа һавалә қилған кичиккинә ишта ишәшлик болуп чиқтиң, сени көп ишларға қойимән. Кәл, ғоҗайиниңниң хошаллиғиға ортақ бол!» дәпту. 22Икки талант тәңгә алғиниму келип: «Ғоҗам, сили маңа икки талант тәңгә тапшурғандила. Қарсила, йәнә икки талант тәңгә пайда алдим» дәпту. 23Ғоҗайини униңға: «Убдан бопту! Яхши вә ишәшлик чакар екәнсән! Мән саңа һавалә қилған кичиккинә ишта ишәшлик болуп чиқтиң, сени көп ишларға қойимән. Кәл, ғоҗайиниңниң хошаллиғиға ортақ бол!» дәпту.
24Андин, бир талант тәңгә алғиниму келип: «Ғоҗам, силиниң чиң адәм екәнликлирини биләттим, чүнки өзлири теримиған йәрдин һосулни орувалалайла, һәмдә уруқ чачмиған йәрдинму хаман алила. 25Шуңа қорқуп, силиниң бәргән бир талант тәңгилирини йәргә көмүп йошуруп қойған едим. Мана пуллирини алсила» дәпту. 26Ғоҗиси униңға: «Әй, рәзил, һорун чакар! Сән мени теримиған йәрдин орувалидиған, уруқ чачмиған йәрдин хаман алидиған адәм дәп билип, 27һеч болмиғанда пулумни җазанихорларға аманәт қоюшуң керәк едиғу! Шундақ қилған болсаң мән қайтип кәлгәндә пулумни өсүми билән алған болмамтим?! 28Шуңа, униң қолидики талант тәңгини елип, он талант тәңгә бар болғанға бериңлар! 29Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду, униңда молчилиқ болиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду. 30Бу ярамсиз чакарни тешидики қараңғулуққа ачиқип ташлаңлар! У йәрдә жиға-зерәлар көтирилиду, чишлирини ғучурлитиду» дәпту.
Ахирәттики сорақ
31Инсаноғли өз шан-шәриви ичидә барлиқ пәриштилири билән биллә кәлгинидә, шәрәплик тәхтидә олтириду. 32Барлиқ әлләр униң алдиға жиғилиду. Падичи қойларни өшкиләрдин айриғинидәк у уларни айрийду; 33у қойларни оң йениға, өшкиләрни сол йениға айрийду. 34Андин Падиша оң йенидикиләргә: «Әй Атам бәхит ата қилғанлар, келиңлар! Аләм апиридә болғандин бери силәр үчүн тәйярланған падишалиққа варис болуп егә болуңлар!
□25:15 «У адәм һәр бир чакарниң қабилийитигә қарап, бирисигә бәш талант, бирисигә икки талант, йәнә бирисигә бир талант күмүч тәңгә берип,...» — оқурмәнләргә аян болсунки, шу чағларда «талант» бир хил пул бирлиги, қиммәтлик көмүш тәңгә еди. Жуқиридики 18:24дики изаһатниму көрүң. Уйғур тилида «талант» дегән сөз дайим дәл шу тәмсилдин чиққан көчмә мәнасидә ишлитилиду. Шу чағда чакарларға тапшурулған бу пуллар бәлким тәхминән 85000, 34000 вә 17000 долларға тоғра келәтти (2010 һесаплинатқан).
□25:29 «Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду, униңда молчилиқ болиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду» — бу әһмийәтлик сөз 13:12диму тепилиду.
□25:36 «кесәл болуп қалғинимда һалимдин хәвәр алдиңлар» — грек тилида «кесәл болуп қалғинимда мени йоқлидиңлар». «зинданда ятқинимда йоқлап турдуңлар» — грек тилида «зинданда ятқинимда йенимға келип турдуңлар».
«У адәм һәр бир чакарниң қабилийитигә қарап, бирисигә бәш талант, бирисигә икки талант, йәнә бирисигә бир талант күмүч тәңгә берип,...» — оқурмәнләргә аян болсунки, шу чағларда «талант» бир хил пул бирлиги, қиммәтлик көмүш тәңгә еди. Жуқиридики 18:24дики изаһатниму көрүң. Уйғур тилида «талант» дегән сөз дайим дәл шу тәмсилдин чиққан көчмә мәнасидә ишлитилиду. Шу чағда чакарларға тапшурулған бу пуллар бәлким тәхминән 85000, 34000 вә 17000 долларға тоғра келәтти (2010 һесаплинатқан).
«Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду, униңда молчилиқ болиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду» — бу әһмийәтлик сөз 13:12диму тепилиду.
Мат. 13:12; Мар. 4:25; Луқа 8:18; 19:26.
Мат. 8:12; 13:42; 22:13; 24:51; Луқа 13:28.
Мат. 16:27; 26:64; Мар. 14:62; Луқа 21:27; Рос. 1:11; 1Тес. 4:16; 2Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.
«Барлиқ әлләр униң алдиға жиғилиду» — «әлләр» дегән бу сөз Инҗилдики көп йәрләрдә Йәһуди әмәс әлләрни көрситиду. Шуңа бәзидә «ят әлләр» яки «таипиләр» дәп тәрҗимә қилимиз.
Әз. 34:17,20; Мат. 13:49.
Мат. 20:23; Мар. 10:40.
Йәш. 58:7; Әз. 18:7; Ибр. 13:2.
«кесәл болуп қалғинимда һалимдин хәвәр алдиңлар» — грек тилида «кесәл болуп қалғинимда мени йоқлидиңлар». «зинданда ятқинимда йоқлап турдуңлар» — грек тилида «зинданда ятқинимда йенимға келип турдуңлар».
Йәш. 58:7; 2Тим. 1:16; Яқ. 2:15,16.
Пәнд. 19:17; Мат. 10:42; Мар. 9:41; Юһ. 13:20; 2Кор. 9:6.