1Әйса он икки мухлисиға бу ишларни тапилап болғандин кейин, өзиму шу йәрдики һәр қайси шәһәрләрдә тәлим бериш вә Худаниң каламини җакалаш үчүн у йәрдин кәтти.
2Зинданға соланған Йәһя пәйғәмбәр Мәсиһниң қилған әмәллирини аңлап, мухлислирини әвәтип, улар арқилиқ Әйсадин: 3«Келиши муқәррәр зат өзүңму, яки башқа бирисини күтүшимиз керәкму?» — дәп сориди.
4Әйса уларға җавап берип мундақ деди:
— Йәһяниң йениға қайтип берип, өз аңлаватқанлириңларни вә көрүватқанлириңларни баян қилип — 5Корлар көрәләйдиған вә токурлар маңалайдиған болди, мохо кесили болғанлар сақайтилди, гаслар аңлалайдиған болди, өлгәнләрму тирилдүрүлди вә кәмбәғәлләргә хуш хәвәр җакаланди» — дәп ейтиңлар 6вә униңға йәнә: «Мәндин гуманланмай путлишип кәтмигән киши болса бәхитликтур!» дәп қоюңлар, — деди.
□11:19 «Лекин даналиқ болса өз пәрзәнтлири арқилиқ дурус дәп тонулиду» — яки «Даналиқ болса өз иш-мевилири арқилиқ дурус дәп тонулиду». Бу қисқа айәт үстидә вә униңдики көп муһим принсиплар тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
«Вә әгәр шу сөзни қобул қилалисаңлар, «қайтип келиши муқәррәр болған Иляс пәйғәмбәр» болса, Йәһяниң өзидур» — Тәвратта, йәни «Мал.» 4:5-6дә, Қутқузғучи-Мәсиһниң мәйданға чиқишидин авал Иляс пәйғәмбәр Мәсиһниң йолини тәйярлаш үчүн қайтип келидиғанлиғи көрситилиду. Йәһудийлар Мәсиһниң келишини күткәчкә, бу бешарәткә асасән Илиясниң авал келишини күтүватқан еди. Йәһя пәйғәмбәр Иляс пәйғәмбәрдәк күч-қудрәт билән кәлгән («Луқа» 1:13-17ни көрүң). Шуңа Мәсиһ Әйса бу бешарәт униң арқилиқ әмәлгә ашқан, дәп ейтиду. Униң үстигә, (Йәһудий хәлқи «авалқи Иляс» болған Йәһяниң хәвирини рәт қилған болғачқа) Мәсиһниң қиямәт күнидә дунияға қайтип келишидин авалму Иляс пәйғәмбәр өзи қайтидин пәйда болиду дәп ишәшимиз бар (йәнә «Мал.» 4:5-6ни вә «Мар.» 9:11-13ниму көрүң).
Мал. 3:23; Луқа 1:17.
Луқа 7:31.
«Йәһя келип зияпәттә олтармайтти, шарап ичмәйтти» — грек тилида «Йәһя келип, нә йемәйду нә ичмәйду». Оқурмәнләрниң есидә барки, Йәһя пәйғәмбәр интайин ғоригил озуқлинатти, пат-пат роза тутатти. «Мат.» 3:4ни көрүң.
Мат. 3:4; Мар. 1:6.
«Лекин даналиқ болса өз пәрзәнтлири арқилиқ дурус дәп тонулиду» — яки «Даналиқ болса өз иш-мевилири арқилиқ дурус дәп тонулиду». Бу қисқа айәт үстидә вә униңдики көп муһим принсиплар тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
Луқа 10:13.
«Силәрдә көрситилгән мөҗизиләр Тур вә Зидон шәһәрлиридә көрситилгән болса...» — Тур вә Зидон әсли бутпәрәс «ят әлләр»ниң шәһәрлири еди. Мәсилән, «Әзакиял» 26-29-бапни көрүң — икки шәһәр бу бабларда гуналири түпәйлидин әйиплиниду. «Зидон» грек тилида «Сидон» дейилиду. «У йәрләрдикиләр хелә бурунла бөз кийимигә йөгинип, күлгә милинип товва қилған болатти» — «бөзгә (матаға) йөгинип, күлгә милиниш» — кона заманларда қаттиқ пушайман қилиш, гуналарға товва қилишниң бир ипадиси еди.
2Сам. 13:19; 2Пад. 6:30; 19:1.
Мат. 10:15.
«Әй әршкә көтирилгән Кәпәрнаһумлуқлар!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әй силәр Кәпәрнаһумлуқлар! Асманға чиқмақчимидиңлар?». Лекин бизниңчә «асманға көтирилгән» дегини тоғра болуп, бу сөз Әйса уларниң арисида болғанлиқтин уларға көрситилгән зор имтияз-илтипатни көрситиду. «Содом шәһири» — 10:15ни, «Яр.» 18:16-19:29ни көрүң.