Бәрһәқ, улар Әфраимниң даласи һәм Самарийәниң даласиға егә болиду;
Бинямин Гилеадқа егә болиду;
20Сүргүн болғанлардин қелип қалған Исраиллардин тәркиб тапқан бу қошун Қанаандикиләргә тәвә болған зиминға Зарәфатқичә егә болиду;
Сәфарадта сүргүндә турған Йерусалимдикиләр болса җәнуптики шәһәрләргә егә болиду.
21Андин Зион теғи үстигә қутқузғучилар чиқиду,
Улар Әсав теғи үстидин һөкүм сүриду;
Шуниң билән падишалиқ Пәрвәрдигарға тәвә болиду!
Notes
□1:1 «Бир әлчи әлләр арисиға әвәтилди» — «әлләр» (яки «ят әлләр») — Исраилға ят болған әлләрни көрситиду. «Орнуңлардин туруңлар, биз униңға қарши җәң қилиш үчүн турайли!» — «униңға» болса, Едомға. Бәлким бу әлчи Едомға дүшмән әлләрниң биридин чиққан болуп, у башқа әлләрни Едомни йоқитишқа чақириду.
□1:16 «Чүнки сән Өз муқәддәс теғимда ғәзивимни ичкиниңдәк» — ибраний тилида «чүнки сән Өз муқәддәс теғимда ичкиниңдәк...» — Чүшәнчимиз бойичә Едомийлар Худаниң қолида униң ғәзивини ичкән еди. Башқа бир хил чүшәнчиси, Едомийлар Йәһуда үстидин қилған ғәлибисини тәбрикләп, «Худаниң муқәддәс теғи»да шарап ичкән; вә улар (айәтниң иккинчи қисми бойичә) шу гунайи үчүн барлиқ әлләр билән тәң Худаниң ғәзивини ичиду. «Барлиқ әлләрму шундақ тохтавсиз ичиду; бәрһәқ, улар ичиду, жутиду, андин улар һеч мәвҗут әмәстәк йоқап кетиду» — әлләрниң немини ичиду? Худаниң ғәзивини ичиду (мәсилән «Зәб.» 74:8-9, «Йәш.» 49:26, «Йәр.» 25:15-16, «Зәб.» 15:4ниму көрүң).
□1:17 «Бирақ Зион теғи үстидә панаһ-қутқузулуш болиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бирақ Зион теғида қутулуп қалғанлар болиду».
□1:19 «Йәһуданиң җәнубидикиләр» — ибраний тилида «Нәгәвдикиләр». «Нәгәв» — Йәһуданиң җәнубий тәрипидики чоң чөл-баяван. «Йәһуданиң җәнубидикиләр Әсавниң теғиға егә болиду; Шәфәлаһ түзләңлигидикиләр Филистийләрниң зиминиға егә болиду, ... Бинямин Гилеадқа егә болиду» — 19-айәттики бешарәтләрниң көп қисми миладийәдин илгәрки 2-әсирдә әмәлгә ашурулиду («Макаббийлар» һәм «Йосефус» дегән кона тарихий китапларда хатириләнгән). Бирақ пикиримизчә, бу бешарәтниң толуқ әмәлгә ашурулуши ахирқи заманда болиду.
□1:20 «Сүргүн болғанлардин қелип қалған Исраиллардин тәркиб тапқан бу қошун...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Қанаанға қайтип кәлгән, сүргүн болған Исраиллар җамаити... ».
«Бир әлчи әлләр арисиға әвәтилди» — «әлләр» (яки «ят әлләр») — Исраилға ят болған әлләрни көрситиду. «Орнуңлардин туруңлар, биз униңға қарши җәң қилиш үчүн турайли!» — «униңға» болса, Едомға. Бәлким бу әлчи Едомға дүшмән әлләрниң биридин чиққан болуп, у башқа әлләрни Едомни йоқитишқа чақириду.
«Мән шу күни... Едомдин данишмәнләрни, Әсавдин әқил-парасәтни йоқатмамдимән?» — «шу күни» бәлким Бабил империйәси уларға таҗавуз қилидиған күнини (миладийәдин илгәрки 587-жили) яки әрәбләр уларни алдап һайдиветидиған күнини, йәнә ахирқи заманда «Пәрвәрдигарниң күни»ни көрситишиму мүмкин. Едом өз данишмәнлири билән даңқи чиққан. Аюп пәйғәмбәрниң үч достидин бири болған «Теманлиқ Елифаз»му Едомлуқ еди.
Йәш. 29:14; Йәр. 49:7
«Шуниң билән палванлириң паракәндә болиду, и Теман,...» — «Теман» Едомниң чоң бир шәһири.
Ам. 2:14, 16
Яр. 27:41; Әз. 35:5; Ам. 1:11
Зәб. 136:7
Әз. 35:15
«Чүнки сән Өз муқәддәс теғимда ғәзивимни ичкиниңдәк» — ибраний тилида «чүнки сән Өз муқәддәс теғимда ичкиниңдәк...» — Чүшәнчимиз бойичә Едомийлар Худаниң қолида униң ғәзивини ичкән еди. Башқа бир хил чүшәнчиси, Едомийлар Йәһуда үстидин қилған ғәлибисини тәбрикләп, «Худаниң муқәддәс теғи»да шарап ичкән; вә улар (айәтниң иккинчи қисми бойичә) шу гунайи үчүн барлиқ әлләр билән тәң Худаниң ғәзивини ичиду. «Барлиқ әлләрму шундақ тохтавсиз ичиду; бәрһәқ, улар ичиду, жутиду, андин улар һеч мәвҗут әмәстәк йоқап кетиду» — әлләрниң немини ичиду? Худаниң ғәзивини ичиду (мәсилән «Зәб.» 74:8-9, «Йәш.» 49:26, «Йәр.» 25:15-16, «Зәб.» 15:4ниму көрүң).
«Бирақ Зион теғи үстидә панаһ-қутқузулуш болиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бирақ Зион теғида қутулуп қалғанлар болиду».
«Йәһуданиң җәнубидикиләр» — ибраний тилида «Нәгәвдикиләр». «Нәгәв» — Йәһуданиң җәнубий тәрипидики чоң чөл-баяван. «Йәһуданиң җәнубидикиләр Әсавниң теғиға егә болиду; Шәфәлаһ түзләңлигидикиләр Филистийләрниң зиминиға егә болиду, ... Бинямин Гилеадқа егә болиду» — 19-айәттики бешарәтләрниң көп қисми миладийәдин илгәрки 2-әсирдә әмәлгә ашурулиду («Макаббийлар» һәм «Йосефус» дегән кона тарихий китапларда хатириләнгән). Бирақ пикиримизчә, бу бешарәтниң толуқ әмәлгә ашурулуши ахирқи заманда болиду.
«Сүргүн болғанлардин қелип қалған Исраиллардин тәркиб тапқан бу қошун...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Қанаанға қайтип кәлгән, сүргүн болған Исраиллар җамаити... ».