2
Сағлам тәлимгә лайиқ яшаш
1 Лекин сән болсаң сағлам тәлимгә қандақ уйғун яшашни үгитишиң керәк. 2 Яшанған әрләргә, һошияр, салмақ, тәмкин, етиқатта, меһир-муһәббәттә вә сәвир-тақәттә сағлам болушни тапилиғин. 3 Шуниңдәк, яшанған аялларға жүрүш-турушта ихлас-муқәддәсликкә лайиқ болушни, чеқимчилиқ қилмаслиқни, һарақ-шарапқа берилмәйдиған болушни, гөзәл ишларни үгәткүчиләр болушни тапилиғин. ■ 4-5 Буниң билән улар яш аялларға әрлиригә көйүнүш, балилириға көйүнүш, салмақ болуш, пак болуш, өй ишлирини пухта қилиш, меһриван болуш вә өз әрлиригә бойсунушни үгитәләйду. Шундақ болғанда Худаниң сөзи қариланмайду. ■
6 Шуниңдәк яш әрләрниму салмақ болушқа җекилигин. 7 Өзүңму һәммә ишта гөзәл әмәллириң билән уларға үлгә болғин; тәлим бәргиниңдә пак-диянәтлик, еғир-бесиқ болуп, ■ 8 һеч ким қусур тапалмайдиған, сағлам сөзләрни йәткүзгин; буниң билән, қарши чиққучилар биз тоғрилиқ яман гәп қилидиған йәрни тапалмай хиҗил болиду. ■
9 Қулларға өз ғоҗайинлирини һәммә ишта қанаәтләндүрүп уларға бойсунушни үгәткин. Улар гәп яндурмай, ■ 10 оғрилиқ қилмай, өзлириниң һәр җәһәттә ишәшлик екәнлигини көрсәтсун. Улар буниң билән Қутқузғучимиз Худаниң тәлиматиға һәр җәһәттин зиннәт болиду. □
11 Чүнки Худаниң ниҗатни барлиқ инсанларға елип келидиған меһри-шәпқити аян болди; 12 у бизгә ихлассизлиқ вә бу дунияниң арзу-һәвәслирини рәт қилип, һазирқи заманда салмақ, һәққаний, ихласмән һаятни өткүзүшимиз билән, ■ 13 улуқ Худа, ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһниң шан-шәрәп билән келидиғанлиғиға болған мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтүшни үгитиду. □ ■ 14 У бәдәл төләп бизни һәммә итаәтсизликләрдин азат қилиш һәмдә бизни өзи үчүн пак қилип, Өзигә мәнсуп болған, яхши әмәлләргә қизғин интилидиған хәлиқ қилишқа биз үчүн қурбан болди. □ ■
15 Барлиқ һоқуқуңни ишлитип бу ишларни җакалап ейтқин, несиһәт берип җекилигин вә агаһландурғин. Һеч ким сени кәмситмисун. ■
Notes
■ 2:3
1Тим. 2:9 ; 5:13 ; 1Пет. 3:3 .
■ 2:4-5
Яр. 3:16 ; 1Кор. 14:34 ; Әф. 5:22 ; Кол. 3:18 ; 1Пет. 3:1 .
■ 2:7
1Тим. 4:12 ; 1Пет. 5:3 .
■ 2:8
1Пет. 2:12,15 ; 3:16 .
■ 2:9
Әф. 6:5 ; Кол. 3:22 ; 1Тим. 6:1, 2; 1Пет. 2:18 .
□ 2:10
«... өзлириниң һәр җәһәттә ишәшлик екәнлигини көрсәтсун» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... улар етиқатниң һәр җәһәттә яхшилиғини көрситип бәрсун».
■ 2:12
Әф. 1:4 . Кол. 1:22 ; 2Тим. 1:9 ; 1Юһа. 2:16.
□ 2:13
«улуқ Худа, ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһниң шан-шәрәп билән келидиғанлиғиға болған мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтүшни үгитиду» — толуқ 12-13-айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «...у бизгә ихлассизлиқ вә бу дунияниң арзу-һәвәслирини рәт қилип, һазирқи заманда салмақ, һәққаний, ихласмән һаятни өткүзүшни үгитиду; шуниң билән биз буниң билән мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини, йәни улуқ Худа, ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһниң шан-шәривиниң аян қилинишини тәлпүнүп күтимиз».
■ 2:13
1Кор. 1:7 ; Фил. 3:20 .
□ 2:14
«У бәдәл төләп бизни һәммә итаәтсизликләрдин азат қилиш һәмдә бизни Өзи үчүн пак қилип, өзигә мәнсуп болған, яхши әмәлләргә қизғин интилидиған хәлиқ қилишқа биз үчүн қурбан болди» — Тәврат, «Зәб.» 129:8, «Әз.» 37:23, «Қан.» 14:2ни көрүң.
■ 2:14
Гал. 1:4 ; 2:20 ; Әф. 2:10 ; 5:2 ; Ибр. 9:14 .
■ 2:15
1Тим. 4:12 .
1Тим. 2:9; 5:13; 1Пет. 3:3.
Яр. 3:16; 1Кор. 14:34; Әф. 5:22; Кол. 3:18; 1Пет. 3:1.
1Тим. 4:12; 1Пет. 5:3.
1Пет. 2:12,15; 3:16.
Әф. 6:5; Кол. 3:22; 1Тим. 6:1, 2; 1Пет. 2:18.
«... өзлириниң һәр җәһәттә ишәшлик екәнлигини көрсәтсун» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... улар етиқатниң һәр җәһәттә яхшилиғини көрситип бәрсун».
Әф. 1:4. Кол. 1:22; 2Тим. 1:9; 1Юһа. 2:16.
«улуқ Худа, ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһниң шан-шәрәп билән келидиғанлиғиға болған мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтүшни үгитиду» — толуқ 12-13-айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «...у бизгә ихлассизлиқ вә бу дунияниң арзу-һәвәслирини рәт қилип, һазирқи заманда салмақ, һәққаний, ихласмән һаятни өткүзүшни үгитиду; шуниң билән биз буниң билән мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини, йәни улуқ Худа, ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһниң шан-шәривиниң аян қилинишини тәлпүнүп күтимиз».
1Кор. 1:7; Фил. 3:20.
«У бәдәл төләп бизни һәммә итаәтсизликләрдин азат қилиш һәмдә бизни Өзи үчүн пак қилип, өзигә мәнсуп болған, яхши әмәлләргә қизғин интилидиған хәлиқ қилишқа биз үчүн қурбан болди» — Тәврат, «Зәб.» 129:8, «Әз.» 37:23, «Қан.» 14:2ни көрүң.
Гал. 1:4; 2:20; Әф. 2:10; 5:2; Ибр. 9:14.
1Тим. 4:12.