«Вә бу баһа бойичә болғанда, мәңгүгә қәриз тапшуруши керәктур» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «Вә мошу баһа болса, уни әбәдий төләлмәйду».
«Уларниң көңлидики ой-пикирләр шундақки: «Өй-имаритимиз мәңгүгә...»; Улар өз йәрлиригә исимлирини нам қилип қойиду» — толуқ айәтниң йәнә бир хил тәрҗимиси «Улар йәрлиригә өз исимлирини нам қилип қойғини билән, уларниң шу йәрлири дәвирдин-дәвиргичә уларниң ятидиған җайи, йәни уларниң қәбирлири болиду, халас».
«Әтиси сәһәрдә дуруслар уларниң үстидин һөкүм жүргүзиду» — «әтиси сәһәр» бу йәрдә, шүбһисизки, қиямәт күни, йәни өлүмдин тирилиш күнини көрситиду. «Улар қойлардәк тәһтисараға ятқузулиду... Тәһтисара болса уларниң һәйвәтлик маканидур!» — толуқ айәтниң башқа бир нәччә хил тәрҗимиләр учриши мүмкин.