Әрш падишалиғи тоғрисидики йәттә тәмсил •••• «1» Уруқ чачқучи тоғрисидики тәмсил
Мар. 4:1-9; Луқа 8:4-8
1Шу күни Әйса өйдин чиқип, деңиз бойида олтиратти. 2Әтрапиға топ-топ адәмләр олишивалғачқа, у бир кемигә чиқип олтарди. Пүткүл халайиқ болса деңиз бойида турушатти. 3У уларға тәмсилләр билән нурғун һекмәтләрни ейтип бирип, мундақ деди:
— Мана, уруқ чачқучи уруқ чачқили етизға чиқипту. 4Уруқ чачқанда уруқлардин бәзилири чиғир йол үстигә чүшүпту, қушлар келип уларни йәп кетипту.
5Бәзилири теши көп, тописи аз йәрләргә чүшүпту. Туприғи чоңқур болмиғачқа, тезла үнүп чиқипту, 6лекин күн чиқиши биләнла аптапта көйүп, йилтизи болмиғачқа қуруп кетипту. 7Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр өсүп майсиларни боғувапту. 8Бәзилири болса яхши тупраққа чүшүпту. Уларниң бәзилири йүз һәссә, бәзилири атмиш һәссә, йәнә бәзилири оттуз һәссә һосул берипту. 9Қулиқи барлар буни аңлисун!
Тәмсилләрниң мәхсити
Мар. 4:10-12; Луқа 8:9-10
10Мухлислири келип, униңдин: —
Сән немә үчүн уларға тәмсилләр арқилиқ тәлим берисән? — дәп сориди.
11У уларға мундақ җавап бәрди:
— Силәр әрш падишалиғиниң сирлирини билишкә муйәссәр қилиндиңлар, лекин уларға несип қилинмиди.    12Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду, униңда молчилиқ болиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду.  
13Уларға тәмсил билән сөзлишимниң сәвәви шуки, улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму тиңшимайду һәм һәқиқий чүшәнмәйду. 14Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр ейтқан бешарәттики муну сөзләр әмәлгә ашурулди:
— «Силәр аңлашни аңлайсиләр, бирақ чүшәнмәйсиләр;
Қарашни қарайсиләр, бирақ көрмәйсиләр.
15Чүнки мошу хәлиқниң жүригини май қаплап кәткән,
Улар аңлиғанда қулақлирини еғир қиливалған,
Улар көзлирини ухлиғандәк жумувалған;
Ундақ болмисиди, улар көзлири билән көрүп,
Қулиқи билән аңлап,
Көңли билән чүшинип,
Өз йолидин яндурулуши билән,
Мән уларни сақайтқан болаттим.  
16Лекин, көзлириңлар бәхитликтур! Чүнки улар көриду; қулиқиңлар бәхитликтур! Чүнки улар аңлайду. 17Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, бурунқи нурғун пәйғәмбәрләр вә һәққаний адәмләр силәрниң көргиниңларни көрүшкә интизар болған болсиму уларни көрмигән; силәрниң аңлиғиниңларни аңлашқа интизар болған болсиму уларни аңлимиған.
Уруқ чачқучи тоғрисидики тәмсилниң чүшәндүрүлүши
Мар. 4:13-20; Луқа 8:11-15
18Әнди уруқ чачқучи тоғрисидики тәмсилниң мәнасини аңлаңлар: 19Әгәр бири әрш падишалиғиниң сөз-каламини аңлап туруп чүшәнмисә, Шәйтан келип униң көңлигә чечилған сөзни елип кетиду. Бу дәл чиғир йол үстигә чечилған уруқлардур.   20Ташлиқ йәрләргә чечилған уруқлар болса, улар сөз-каламни аңлап, хошаллиқ билән дәрһал қобул қилғанларни көрситиду. 21Һалбуки, қәлбидә һеч йилтиз болмиғачқа, пәқәт вақитлиқ мәвҗут болуп туриду; сөз-каламниң вәҗәдин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриғанда, улар шуан йолдин чәтнәп кетиду. 22Тикәнләрниң арисиға чечилғини шундақ адәмләрни көрсәткәнки, улар сөз-каламни аңлиғини билән, лекин бу дунияниң әндишилири вә байлиқниң езиқтуруши қәлбидики сөз-каламни боғуветиду-дә, улар һосулсиз қалиду. 23Лекин яхши йәргә чечилған уруқлар болса — сөз-каламни аңлап чүшәнгән адәмләрни көрситиду. Бундақ адәмләр һосул бериду, бириси йүз һәссә, бириси атмиш һәссә, йәнә бириси оттуз һәссә һосул бериду.
«2» Күрмәк, йәни «мәстәк» тоғрисидики тәмсил
24У уларниң алдида йәнә бир тәмсилни баян қилди: —
— Әрш падишалиғи худди етизиға яхши уруқни чачқан бир адәмгә охшайду. 25Амма кишиләр уйқиға чөмгән чағда, дүшмини келип буғдай арисиға күрмәк уруқлирини чечиветип, кетипту. 26Әнди майсилар өсүп, башақ чиқарғанда, күрмәкму ашкарлинишқа башлапту.
27Ғоҗайинниң чакарлири келип униңға:
— «Әпәнди, сиз етизиңизға яхши уруқ чачқан әмәсмидиңиз? Күрмәкләр нәдин келип қалди?» дәпту.
28Ғоҗайин: «Буни бир дүшмән қилған» — дәпту.
Чакарлар униңдин: «Сиз бизни берип уларни отиветиңлар демәкчиму?» — дәп сорапту.
29«Яқ,» — дәпту ғоҗайин, «ундақ қилғанда күрмәкләрни юлғанда, буғдайларниму жулуветишиңлар мүмкин. 30Бу иккиси орма вақтиғичә биллә өссун, орма вақтида, мән ормичиларға: — Алди билән күрмәкләрни айрип жиғип, бағлап көйдүрүшкә қоюңлар, андин буғдайларни жиғип амбиримға әкириңлар, дәймән» — дәпту ғоҗайин.
«3» Қича тоғрисидики вә «4» Ечитқу тоғрисидики тәмсилләр
Мар. 4:30-34; Луқа 13:18-21
31У уларға йәнә бир тәмсилни ейтти:
— Әрш падишалиғи худди бир адәм қолиға елип етизиға чачқан қича уруғиға охшайду. 32Қича уруғи дәрвәқә барлиқ уруқларниң ичидә әң кичик болсиму, у һәр қандақ зираәттин егиз өсүп, дәрәқ болиду, һәтта асмандики қушларму келип униң шахлирида угулайду.
33У уларға йәнә бир тәмсилни ейтти:
— Әрш падишалиғи худди бир аял қолиға елип үч җавур унниң арисиға йошуруп, таки пүтүн хемир болғичә сақлиған ечитқуға охшайду.  
34Әйса бу ишларниң һәммисини тәмсилләр билән көпчиликкә баян қилди. У тәмсилсиз һеч қандақ тәлим бәрмәйтти. 35Буниң билән пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтилған муну сөзләр әмәлгә ашурулди:
— «Ағзимни тәмсил сөзләш билән ачимән,
Аләм апиридә болғандин бери йошурунуп кәлгән ишларни елан қилимән».  
Күрмәк тоғрисидики тәмсилниң чүшәндүрүлүши
36Шуниңдин кейин, у көпчиликни йолға селиветип өйгә кирди. Мухлислири йениға келип униңдин:
— Етизлиқтики күрмәк тоғрисидики тәмсилни бизгә шәрһләп бәрсәң, — дәп өтүнди.
37У әнди уларға җавап берип мундақ деди:
— Яхши уруқни чачқан киши Инсаноғлидур. 38Етизлиқ болса — дуния. Яхши уруқ болса әрш падишалиғиниң пәрзәнтлиридур, лекин күрмәк рәзил болғучиниң пәрзәнтлиридур. 39Күрмәк чачқан дүшмән — Иблистур. Орма оруш вақти — заман ахиридур. Ормичилар — пәриштиләрдур. 40Күрмәкләр жулунуп, отта көйдүрүветилгинидәк, заман ахиридиму әнә шундақ болиду. 41Инсаноғли пәриштилирини әвәтип, улар инсанларни гунаға аздурғучиларниң һәммисини, шундақла барлиқ итаәтсизлик қилғучиларни өз падишалиғидин шаллап чиқип, 42хумданниң лавулдап турған отиға ташлайду. У йәрдә жиға-зерәлар көтирилиду, чишлирини ғучурлитиду. 43У чағда һәққанийлар Атисиниң падишалиғида худди қуяштәк җулалиниду.
Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун!
«5» Ғәзнә тоғрисидики вә «6» Қиммәтлик мәрвайит тоғрисидики тәмсилләр
44— Әрш падишалиғи худди етизда йошурулған бир ғәзнигә охшайду. Уни тепивалғучи ғәзнини қайтидин йошуруп, ғәзниниң шат-хурамлиғи ичидә бар-йоқини сетиветип, шу етизни сетивалиду.
45Йәнә келип, әрш падишалиғи есил үнчә-мәрвайитларни издигән содигәргә охшайду. 46Содигәр наһайити қиммәт баһалиқ бир мәрвайитни тапқанда, қайтип берип бар-йоқини сетиветип, у мәрвайитни сетивалиду.
«7» Тор ташлаш тоғрисидики тәмсил
47— Йәнә келип, әрш падишалиғи деңизға ташлинип һәр хил белиқларни тутидиған торға охшайду. 48Тор тошқанда, белиқчилар уни қирғаққа тартип чиқириду. Андин олтирип, яхши белиқларни илғивелип, қачиларға қачилап, әрзимәсләрни ташливетиду. 49Заман ахирида шундақ болиду. Пәриштиләр чиқип, рәзил кишиләрни һәққаний кишиләр арисидин айрийду 50вә хумданниң лавулдап турған отиға ташлайду. У йәрдә жиға-зерәлар көтирилиду, чишлирини ғучурлитиду.
51Әйса улардин:
— Бу ишларниң һәммисини чүшәндиңларму? дәп сориди.
Чүшәндуқ, — дәп җавап бәрди улар.
52Андин у уларға: — Шуңа, әрш падишалиғиниң тәлимигә муйәссәр болуп мухлис болған һәр бир Тәврат устази худди ғәзнисидин йеңи һәм кона нәрсиләрни елип чиқип тарқатқучи өй ғоҗайиниға охшайду, — деди.
Насарәтликләрниң Әйсани чәткә қеқиши
Мар. 6:1-6; Луқа 4:16-30
53Әйса бу тәмсилләрни сөзләп болғандин кейин, шундақ болдики, у йәрдин айрилип, 54 өз жутиға кәтти вә өз жутидики синагогта хәлиққә тәлим беришкә киришти. Буни аңлиған халайиқ интайин һәйран болушуп:
— Бу адәмниң бунчивала даналиғи вә мөҗизә-карамәтлири нәдин кәлгәнду? 55У пәқәт һелиқи яғаччиниң оғли әмәсму? Униң анисиниң исми Мәрйәм, Яқуп, Йүсүп, Симон вә Йәһудалар униң инилири әмәсму?    56Униң сиңиллириниң һәммиси бизниң аримиздиғу? Шундақ екән, униңдики бу ишларниң һәммиси зади нәдин кәлгәнду? — дейишәтти. 57Шуниң билән улар униңға һәсәт-бизар билән қариди. Шуңа Әйса уларға мундақ деди:
— Һәр қандақ пәйғәмбәр башқа йәрләрдә һөрмәтсиз қалмайду, пәқәт өз жути вә өз өйидә һөрмәткә сазавәр болмайду.
58Уларниң иман-ишәшсизлигидин у у йәрдә көп мөҗизә көрсәтмиди.

Notes


13:1 Мар. 4:1; Луқа 8:4, 5.

13:2 Луқа 5:3.

13:10 Мар. 4:10; Луқа 8:9.

13:11 «әрш падишалиғиниң сирлири» — Инҗилда «сирлар» әслидә инсанларға ашкариланмиған, һазир Мәсиһ яки расуллири арқилиқ аян қилинған ишларни көрситиду. Униң үстигә, Инҗилдики бәзи «сирлар» интайин сирлиқ, әлвәттә.

13:11 Мат. 11:25; 2Кор. 3:14.

13:12 «Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду...» — «кимдә бар болса... » дегәндә, «бар болса» немини көрситиду? Шүбһисизки, әбәдий әһмийәтлик бирәр нәрсә болса керәк, бу иман-ишәшни өз ичигә чоқум алиду. Биз өзимизгә «әбәдий әһмийәтлик» һәр бир немә болуши үчүн пәқәт Мәсиһдинла тапалаймиз, әлвәттә.

13:12 Мат. 25:29; Мар. 4:24,25; Луқа 8:18; 19:26.

13:14 Йәш. 6:9-10; Мар. 4:12; Луқа 8:10; Юһ. 12:40; Рос. 28:26; Рим. 11:8.

13:15 «мошу хәлиқниң жүригини май қаплап кәткән... ундақ болмисиди, ... көңли билән чүшинип, өз йолидин яндурулуши билән, мән уларни сақайтқан болаттим» — толуқ бешарәт Тәврат, «Йәш.» 6:9-10дә тепилиду.

13:15 Йәш. 6:9-10

13:16 Луқа 10:23; Юһ. 20:29; 1Пет. 1:8.

13:17 1Пет. 1:10.

13:18 Мар. 4:13; Луқа 8:11.

13:19 «әгәр бири әрш падишалиғиниң сөз-каламини аңлап туруп чүшәнмисә..» — мошу йәрдә «әрш падишалиғи» грек тилида пәқәт «падишалиқ» билән ипадилиниду.

13:19 Мат. 4:23.

13:20 «Ташлиқ йәрләргә чечилған уруқлар болса, улар сөз-каламни аңлап, хошаллиқ билән дәрһал қобул қилғанларни көрситиду» — «сөз-калам» болса Худаниң падишалиғи тоғрилиқ сөз-каламдур.

13:22 Мат. 19:23; Мар. 10:23; Луқа 18:24; 1Тим. 6:9.

13:25 «...дүшмини келип буғдай арисиға күрмәк уруқлирини чечиветип, кетипту» — оқурмәнләргә шу аянки, бу тәмсилдики «күрмәк» (яки «мәстәк») авал буғдайға опохшаш шәкилдә өсиду. Пәқәт баш елиши билән пәриқ әткили болиду.

13:30 Мат. 3:12.

13:31 Мар. 4:30; Луқа 13:18.

13:32 «Қича уруғи дәрвәқә барлиқ уруқларниң ичидә әң кичик болсиму, у һәр қандақ зираәттин егиз өсүп, дәрәқ болиду, ...» — бу йәрдә тилға елинған «қича» оттура шәриқтә өсидиған, яхши өскәндә һәтта үч метрдин ешип кетидиған өсүмлүкни көрситиду.

13:33 «Әрш падишалиғи худди бир аял қолиға елип үч җавур унниң арисиға йошуруп, таки пүтүн хемир болғичә сақлиған ечитқуға охшайду» — «үч җавур» (яки «үч күрә») — Грек тилида «үч сатон (сеаһ)». Бир сеаһ 7 килограм. Бу хелә көп ун болуп, йүз адәмниң тамиғиға йетәтти. «Яр.» 18:6ни көрүң.

13:33 Луқа 13:20,21.

13:34 Мар. 4:33.

13:35 «Буниң билән пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтилған муну сөзләр әмәлгә ашурулди...» — қайси пәйғәмбәр екәнлиги мошу йәрдә ейтилмайду. Әмәлийәттә у Зәбурдики бир нәччә күйләрниң муәллипи Асаф еди. «Ағзимни тәмсил сөзләш билән ачимән, аләм апиридә болғандин бери йошурунуп кәлгән ишларни елан қилимән» — «Зәб.» 77:2.

13:35 Зәб. 77:2.

13:36 «Шуниңдин кейин, у көпчиликни йолға селиветип...» — яки «шуниңдин кейин, у көпчиликтин айрилип...».

13:39 Йо. 3:13; Вәһ. 14:15.

13:42 Мат. 8:12; 22:13; 24:51; 25:30; Луқа 13:28.

13:43 Дан. 12:3; 1Кор. 15:42.

13:44 Фил. 3:7.

13:45 «есил үнчә-мәрвайитларни издигән содигәр... » — грек тилидики «есил» «гөзәл» дегән мәнасини өз ичигә алиду.

13:50 Мат. 13:42.

13:53 Мар. 6:1; Луқа 4:16.

13:54 Мар. 6:2.

13:55 «У пәқәт һелиқи яғаччиниң оғли әмәсму? Униң анисиниң исми Мәрйәм... әмәсму?» — Йәһудийлар арисида адәмләр атисиниң исми билән тонулуши керәк еди. Ялғуз анисиниң исмини тилға елишниң өзи бир хил һақарәт еди.

13:55 Юһ. 6:42.

13:57 Мар. 6:4; Луқа 4:24; Юһ. 4:44.