134-күй •••• Худаниң қилған улуқ әмәллири үчүн ибадәт
1Һәмдусана! Пәрвәрдигарниң намини мәдһийиләңлар,
Уни мәдһийиләңлар, Пәрвәрдигарниң қуллири!
2Уни мәдһийиләңлар, Пәрвәрдигарниң өйидә турғанлар,
Худайимизниң һойлилирида турғанлар!
3Яһни мәдһийиләңлар, чүнки Пәрвәрдигар меһривандур;
Униң намиға күй ейтиңлар;
Чүнки мошундақ қилиш шериндур;
4Чүнки Яһ Яқупни Өзиниңки болушқа,
Исраилни Өз мираси болушқа талливалди.
5Чүнки өзүм билимәнки, Пәрвәрдигар улуқдур;
Рәббимиз барлиқ илаһлардин үстүндур.
6Пәрвәрдигар немә ишни мувапиқ көргән болса,
У асманларда,
Зиминда,
Деңизларда һәм униң барлиқ тәглиридиму шуни қилғандур.
7У йәр чәтлиридин булут-туманларни өрлитиду;
Ямғурларға чақмақларни һәмраһ қилиду;
Шамални Өз ғәзнилиридин чиқириду.
8У Мисирдики тунҗа оғулларни һалак қилди,
Инсанларниң болсун, һайванларниң болсун һәммини уруп һалак қилди.
9У аламәтләрни, мөҗизиләрни араңларға әвәтти, и Мисир;
Пирәвн вә униң һәммә қуллири үстигә әвәтти.
10У улуқ әлләрни урувәтти,
Қудрәтлик падишаларни өлтүрүвәтти;
11Аморийларниң падишаси Сиһонни,
Башанниң падишаси Огни,
Қанаандики барлиқ падишалиқларни урувәтти.
12Уларниң зиминини мирас қилип,
Өз хәлқи Исраилға мирас болушқа тәқдим қилди.
13Сениң намиң, Пәрвәрдигар, мәңгүгә,
Шөһрәт-хатирәң дәвирдин-дәвиргичидур.
14Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң дәвасини сорайду;
Өз қуллириға рәһим қилиду.
15Әлләрниң бутлири болса пәқәтла күмүч-алтундин ибарәттур,
Уларни инсанниң қоллири ясиғандур, халас.
16Уларниң ағзи бар, бирақ сөзлимәйду;
Көзлири бар, бирақ көрмәйду;
17Қулақлири бар, бирақ аңлимайду,
Ағзида һеч нәпәс йоқтур.
18Уларни ясиғанлар уларға охшап қалиду,
Уларға таянғанларму шундақтур.
19Исраил җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар;
Һарун җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар;
20Лавий җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар;
Пәрвәрдигардин қорқидиғанлар, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар!
21Йерусалимда маканлашқан Пәрвәрдигарға Зиондин тәшәккүр-мәдһийә ейтилсун!
Һәмдусана!

Notes


134:4 Мис. 19:5; Қан. 7:6; Тит. 2:14; 1Пет. 2:9

134:5 «Пәрвәрдигар... барлиқ илаһлардин үстүндур» — бу айәт «илаһлар»ниң һәқиқий мәвҗут екәнлигини етирап қилмайду, әлвәттә. 95:3 вә изаһатини көрүң.

134:7 Йәр. 10:13; 51:16

134:8 Мис. 12:12,29; Зәб. 77:51

134:9 Мис. 7,8,9,10,14

134:10 Йә. 12

134:12 Зәб. 77:55

134:13 Мис. 3:15, Зәб. 101:13

134:14 Қан. 32:36, Зәб. 89:13

134:15 Зәб. 113:12