135-күй •••• Пәрвәрдигарниң муһәббитигә тәшәккүр ейтиңлар!
1Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, У меһривандур;
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
2Илаһларниң илаһиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
3Рәбләрниң Рәббигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
4Зор карамәтләрни бирдин-бир Жүргүзгучигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
5Әқил-парасәт арқилиқ асманларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
6Зиминни сулар үстидә созуп Турғузғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
7Улуқ нур җисимлирини Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
8Күндүзни башқуридиған қуяшни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
9Кечини башқурдиған ай һәм юлтузларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
10Уларниң тунҗилирини уруп, Мисирға зәрб бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
11Исраилни улар арисидин чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
12Күчлүк қол һәм узатқан биләк билән уларни Чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
13Қизил деңизни бөләк-бөләк Бөлгүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
14Һәм Исраилни униң оттурисидин Өткүзгүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
15Қизил деңизда Пирәвнни қошунлири билән сүпүрүп ташлиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
16Өз хәлқини чөл-баявандин Йетәклигүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
17Бүйүк падишаларни Урувәткүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
18Һәм мәшһур падишаларни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
19Җүмлидин Аморийларниң падишаси Сиһонни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
20— Һәм Башан падишаси Огни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
21Уларниң зиминини мирас үчүн Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
22Буни бәндиси Исраилға мирас қилип бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
23Һалимиз харап әһвалда, бизләрни Әслигүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
24Бизни әзгәнләрдин қутулдурғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
25Барлиқ әт егилиригә озуқ Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
26Әршләрдики Тәңригә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур!