148-күй •••• Пүткүл аләм, Пәрвәрдигарни улуқлаңлар!
1Һәмдусана!
Пәрвәрдигарни асманлардин мәдһийиләңлар;
Жуқири җайларда Уни мәдһийиләңлар;
2Уни мәдһийиләңлар, барлиқ пәриштилири;
Уни мәдһийиләңлар, барлиқ қошунлири!
3Уни мәдһийиләңлар, и қуяш һәм ай,
Уни мәдһийиләңлар, һәммә парлақ юлтузлар;
4Уни мәдһийиләңлар, асманларниң асманлири,
Асмандин жуқури җайлашқан сулар!
5Булар Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилисун;
Чүнки У буйруған һаман, улар яратилғандур;
6У уларни әбәдил-әбәткичә турғузди;
Улар үчүн вақти өтмәйдиған бәлгүлимини буйруған.
7Пәрвәрдигарни зиминдин мәдһийиләңлар,
Деңиздики барлиқ әҗдиһалар, деңизниң барлиқ тәглири;
8От, мөлдүз, қар, туман,
Униң сөзигә әмәл қилидиған җудунлуқ шамал;
9Тағлар һәм барлиқ дөңләр,
Мевилик дәрәқләр, барлиқ кедир дәрәқлири,
10Явайи һайванлар, барлиқ мал-варанлар,
Өмилигүчиләр һәм учар-қанатлар;
11Җаһан падишалири вә барлиқ қовмлар,
Әмирләр һәм йәр йүзидики барлиқ һаким-сотчилар;
12Һәм жигитләр һәм қизлар,
Бовайлар вә яшлар, —
13Һәммиси Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилисун;
Чүнки пәқәтла Униң нами алийдур;
Униң һәйвити йәр һәм асмандин үстүн туриду.
14Һәм У Өз хәлқиниң мүңгүзини,
Йәни барлиқ муқәддәс бәндилириниң мәдһийисини егиз көтәргүзгән;
Улар Исраил балилири,
Өзигә йеқин бир хәлиқтур!
Һәмдусана!