11
 1 Ялған тараза Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; 
Адил җиң теши Уни хурсән қилар.
■  2 Тәкәббурлуқ билән биргә шәрмәндичилик әгишип келәр; 
Лекин даналиқ кичик пеилларға һәмраһ болар.
■  3 Тоғриларниң сәмимийлиги өзини йетәкләр; 
Лекин каззапларниң әгирлиги өзини вәйран қилар.
■  4 Худаниң ғәзәп күнидә мал-дунияниң пайдиси болмас; 
Лекин һәққанийәт адәмни өлүмдин қутқузар.
■  5 Камил адәмниң һәққанийлиғи өзини түз йолға башлар; 
Яман адәм өз яманлиғидин жиқилар. 
 6 Дурус адәмләрниң һәққанийлиғи өзлирини қутқузар; 
Лекин каззаплар өз һейлә-нәйриңидин тутулар. 
 7 Рәзил адәм өлсә, униң үмүти йоққа чиқар; 
Гунакарниң үмүти ахири қуруқ қалар.
□  8 Һәққаний адәм қийинчилиқтин халий қилинар; 
Рәзил адәм униң орниға тутулар.
■  9 Мунапиқлар өз ағзи билән йеқинини бузар; 
Лекин һәққанийлар билими билән қутқузулар. 
 10 Һәққаний адәм ронақ тапса, шәһәр хуш болар; 
Рәзил адәм һалак болса, хәлиқ тәнтәнә қилар. 
 11 Тоғриларниң бәрикәт тиләшлири билән шәһәр гүллинәр; 
Лекин рәзилләрниң тили билән вәйран болар. 
 12 Өз йеқинини сөкидиған киши — әқилсиздур; 
Амма йорутулған адәм ағзини жиғар. 
 13 Гәп тошуғучи мәхпийәтләрни ашкарилар; 
Садиқ адәм аманәткә хиянәт қилмас. 
 14 Йолйоруқ кам болса, әл-жут жиқилар; 
Улуқ бир мәслиһәтчи болса, әл ниҗат тапар.
□  ■  15 Ятқа борун болған киши зиян тартмай қалмас; 
Қол беришип кепил болушни яман көргән кишиниң қулиқи тинич болар.
□  16 Шапаәтлик аял иззәт-һөрмәтни қолдин бәрмәс; 
Зораванлар байлиқни қолдин бәрмәс. 
 17 Рәһимдил өз-өзигә бәхит яритар; 
Рәһимсиз өз тенини ағритар. 
 18 Яман адәмләрниң алған иш һәққи уларни алдар, бәрикәтсиз болар; 
Амма һәққанийәт териғучи адәм әмәлий инъам алар.
□  19 Һәққанийәт адәмгә һаятлиқ тапқузар; 
Яманлиқни көзләп жүридиған киши өлүмгә йүз тутар. 
 20 Нийити бузуқ киши Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; 
Амма йоли диянәтлик кишиләр униң хурсәнлигидур. 
 21 Қол тутушуп бирләшсиму, яманлар җазаға тартилмай қалмас; 
Лекин һәққанийларниң нәсли ниҗат тапар.
□  ■  22 Чирайлиқ амма тетиқсиз хотун, 
Чошқиниң тумшуғиға алтун һалқа салғандәктур. 
 23 Һәққанийларниң арзуси пәқәт яхши мевә елип келәр; 
Яманларниң күткини ғәзәп-нәпрәттур. 
 24 Бирәв мәртләрчә тарқатсиму, гүллинәр; 
Йәнә бирәв беришкә тегишлигини айисиму, пәқәт намратлишар. 
 25 Мәрт адәм әтлинәр; 
Башқиларни суғарғучи өзиму суғирилар.
■  26 Ашлиқни сатмай бесивалған киши әлниң ләнитигә учрайду; 
Лекин ашлиқни сетип бәргүчигә бәрикәт тилинәр. 
 27 Яхшилиқни издәп интилгән адәм шапаәт тапар; 
Яманлиқни издигән адәм өзи яманлиқ көрәр.
■  28 Өз мал-дуниясиға таянғучи жиқилар; 
Һәққаний киши йопурмақтәк көкирәр.
■  29 Өз өйигә азарчилиқ салған киши шамалға мирас болар; 
Әқилсиз адәм ақиланиниң қули болуп қалар. 
 30 Һәққанийниң беридиған мевиси «һаятлиқ дәриғи»дур; 
Дана киши көңүлләрни 
һаятлиққа майил қилар.
□  31 Қараңлар, һәққаний адәм бу дунияда сәһвәнлиги үчүн бәдәл төлигән йәрдә, 
Рәзилләр билән гунакарларниң ақивити қандақ болар?
□  ■