1У тағдин чүшкәндә, топ-топ кишиләр униңға әгишип маңди. 2Вә мана, мохо кесили бар болған бир киши униң алдиға келип, бешини йәргә уруп тизлинип:
— Тәхсир, әгәр халисиңиз, мени кесилимдин пак қилалайсиз! — деди. 3Әйса униңға қолини тәккүзүп туруп:
— Халаймән, пак болғин! — девиди, бу адәмниң мохо кесили шуан пак болуп сақайди. 4Әйса униңға:
— Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, бәлки удул берип каһинға өзүңни көрситип, уларда бир гувалиқ болуш үчүн, Муса бу ишта әмир қилған һәдийә-қурбанлиқни сунғин, — деди.
Әйсаниң римлиқ йүз бешиниң чакирини сақайтиши
Луқа 7:1-10; Юһ. 4:43-54
5У Кәпәрнаһум шәһиригә барғанда, римлиқ бир йүз беши униң алдиға келип, униңдин йелинип:
— Тәхсир, торусумниң астиға киришиңизгә лайиқ әмәсмән. Пәқәт бир еғизла сөз қилип қойсиңиз, чакирим сақийип кетиду. 9Чүнки мәнму башқа бирисиниң һоқуқи астидики адәммән, мениң қол астимда ләшкәрлирим бар. Биригә бар десәм бариду, биригә кәл десәм, келиду. Қулумға бу ишни қил десәм, у шу ишни қилиду, — деди.
10Әйса бу гәпләрни аңлап, һәйран болди. Өзи биллә кәлгәнләргә:
— Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, бундақ ишәшни һәтта Исраиллар арисидиму тапалмиған едим. 11Силәргә шуни ейтайки, нурғун кишиләр күнчиқиш вә күнпетиштин келип, әрш падишалиғида Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар билән бир дәстиханда олтириду. 12Лекин бу падишалиқниң өз пәрзәнтлири болса, сиртта қараңғулуққа ташлинип, у йәрдә жиға-зерәлар көтириду, чишлирини ғучурлитиду, — деди. 13Андин, Әйса йүз бешиға:
— Өйүңгә қайт, ишәнгиниңдәк сән үчүн шундақ қилиниду, деди. Һелиқи чакарниң кесили шу пәйттә сақайтилди.
Әйсаниң нурғун кесәлләрни сақайтиши
Мар. 1:29-34; Луқа 4:38-41
14Әйса Петрусниң өйигә барғанда, Петрусниң қейинанисиниң қизип орун тутуп йетип қалғинини көрди. 15У униң қолини тутивиди, униң қизитмиси янди. Аял дәрһал орнидин туруп, Әйсани күтүшкә башлиди.
16Кәч киргәндә, кишиләр җин чаплашқан нурғун адәмләрни униң алдиға елип келишти. У бир еғиз сөз биләнла җинларни һайдивәтти вә барлиқ кесәлләрни сақайтти. 17Буниң билән, Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ йәткүзүлгән: «У өзи ағриқ-силақлиримизни көтәрди, кесәллиримизни үстигә алди» дегән сөз әмәлгә ашурулди.
Әйсаға әгишишниң бәдәллири
Луқа 9:57-62
18Әйса өзини оривалған топ-топ кишиләрни көрүп, мухлислириға деңизниң у қетиға өтүп кетишни әмир қилди. 19Шу чағда, Тәврат устазлиридин бири келип, униңға:
28Әйса деңизниң у қетидики Гадаралиқларниң жутиға барғинида, җин чаплашқан икки киши гөрлиридин чиқип униңға алдиға кәлди. Улар шунчә вәһший едики, һеч ким бу йәрдин өтүшкә җүръәт қилалмайтти. 29Уни көргәндә улар:
— И Худаниң Оғли, сениң биз билән немә кариң! Сән вақит-саити кәлмәйла бизни қийниғили кәлдиңму? — дәп товлиди.
30Шу йәрдин хелә жирақта чоң бир топ тоңғуз падиси отлап жүрәтти. 31Җинлар әнди униңға:
33Лекин тоңғуз баққучилар бәдәр қечип, шәһәргә кирип, бу ишниң баш-ахирини, җүмлидин җин чаплашқан кишиләрниң кәчүрмишлирини халайиққа ейтип беришти. 34Вә мана, пүтүн шәһәрдикиләр Әйса билән көрүшкили чиқти. Улар уни көргәндә, униң өзлириниң шу районидин айрилип кетишини өтүнди.
Notes
□8:2 «мохо кесили бар болған бир киши» — мохо кесили бир хил қорқунучлуқ, жуқумлуқ терә кесили болуп, Тәврат қануни бойичә Йәһудийлар бу хил кесәлгә гириптар болғанларни «напак» дәп һесаплап, уларға тәгмәслиги керәк еди («Лав.» 13-14-баплар). «Тәхсир» — грек тилида бу сөз «куриос» дәп атилиду. У алди-кәйнидики сөзләргә қарап яки «Тәхсир» яки «Рәб»ни билдүриду. Мошу йәрдә мохо кесилигә гириптар адәм Әйсаниң ким екәнлигини техи анчә билмигәчкә, «Тәхсир» дәп тәрҗимә қилишимиз керәк.
«мохо кесили бар болған бир киши» — мохо кесили бир хил қорқунучлуқ, жуқумлуқ терә кесили болуп, Тәврат қануни бойичә Йәһудийлар бу хил кесәлгә гириптар болғанларни «напак» дәп һесаплап, уларға тәгмәслиги керәк еди («Лав.» 13-14-баплар). «Тәхсир» — грек тилида бу сөз «куриос» дәп атилиду. У алди-кәйнидики сөзләргә қарап яки «Тәхсир» яки «Рәб»ни билдүриду. Мошу йәрдә мохо кесилигә гириптар адәм Әйсаниң ким екәнлигини техи анчә билмигәчкә, «Тәхсир» дәп тәрҗимә қилишимиз керәк.
Мар. 1:40; Луқа 5:12.
«удул берип каһинға өзүңни көрситип, уларда бир гувалиқ болуш үчүн, Муса бу ишта әмир қилған һәдийә-қурбанлиқни сунғин» — Тәврат қануни бойичә бириси мохо кесилидин сақайған болса, муқәддәс ибадәтханидики мәсъул каһинниң алдиға берип өзини «сақ, яки сақ әмәс» дәп тәкшүртүп қурбанлиқ қилиши керәк еди; андин қайтидин җәмийәт билән арилишалайтти. («Лав.» ,13:9, 14:11-13, «Луқа» 5:14ни көрүң). Демисәкму, Мәсиһ кәлгичә бундақ мурасим бир қетимму өткүзүлүп бақмиған.