Талақ қилиш тоғрисида
Мар. 10:1-12
1Шундақ болдики, Әйса бу сөзләрни ейтип болғандин кейин, Галилийә өлкисидин айрилип, Йәһудийә өлкисиниң чәт йәрлиригә, йәни Иордан дәриясиниң у қетидики жутларға барди. 2Топ-топ адәмләр униңға әгишип кәлгән болуп, у уларни шу йәрдила сақайтти.
3Әнди бәзи Пәрисийләр униң йениға келип уни қилтаққа чүшүрүш мәхситидә униңдин:
— Бир адәмниң һәр қандақ сәвәптин аялини қоюветиши Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди.
4Шуниң билән у җававән мундақ деди:
Тәвраттин шуни оқумидиңларму, муқәддәмдә инсанларни Яратқучи уларни «Әр вә аял қилип яратти» вә   5«Шу сәвәптин әр киши ата-анисидин айрилиду, аяли билән бирлишип иккиси бир тән болиду». 6Шундақ екән, әр-аял әнди икки тән әмәс, бәлки бир тән болиду. Шуниң үчүн, Худа қошқанни инсан айримисун.
7Пәрисийләр униңдин йәнә:
— Ундақта, Муса пәйғәмбәр немә үчүн Тәврат қанунида әр киши өз аялиға талақ хетини бәрсила андин уни қоюветишкә болиду, дәп буйруған? — дәп сорашти.  
8У уларға: — Таш жүрәклигиңлардин Муса пәйғәмбәр аяллириңларни талақ қилишқа рухсәт қилған; лекин аләмниң башлимида бундақ әмәс еди. 9Әнди шуни силәргә ейтип қояйки, аялини бузуқлуқтин башқа бирәр сәвәп билән талақ қилип, башқа бирини әмригә алған һәр қандақ киши зина қилған болиду.  
10Мухлислар униңға:
— Әгәр әр билән аяли оттурисидики әһвал шундақ болса, ундақта өйләнмәслик яхши екән, — деди.
11У уларға:
— Бу сөзни һәммила адәм әмәс, пәқәт несип қилинғанларла қобул қилалайду. 12Чүнки анисиниң балиятқусидин туғма бәзи ағватлар бар; вә инсан тәрипидин ахта қилинған бәзи ағватларму бар; вә әрш падишалиғи үчүн өзини ағват қилғанларму бар. Бу сөзни қобул қилалайдиғанлар қобул қилсун! — деди.
Әйса вә кичик балилар
Мар. 10:13-16; Луқа 18:15-17
13Қолуңни тәккүзүп дуа қилғайсән дәп, бәзиләр кичик балилирини униң алдиға елип кәлди. Бирақ мухлислар елип кәлгәнләрни әйиплиди. 14Амма Әйса:
— Балилар мениң алдимға кәлтүрүлсун, уларни тосмаңлар. Чүнки әрш падишалиғи дәл мошундақларға тәвәдур, — деди.    15Вә қоллирини уларға тәккүзгәндин кейин, у у йәрдин айрилди.
Пулдарлар Худаниң падишалиғиға кирәләмду?
Мар. 10:17-31; Луқа 18:18-30
16Мана, бир күни бириси униң алдиға келип:
— Устаз, мән қандақ яхши ишни қилсам, мәңгүлүк һаятқа еришимән? — дәп сориди.
17У униңға:
— Немишкә мәндин яхшилиқ тоғрисида сорайсән? «Яхши болғучилар» болса пәқәт бирила бар. Амма һаятлиққа киримән десәң, әмирләргә әмәл қил, — деди.
18Қайси әмирләргә дәйсән? — дәп сориди у.
Әйса униңға:
— «Қатиллиқ қилма, зина қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, 19ата-анаңға һөрмәт қил вә хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй» — деди.  
20Яш жигит униңға: — Буларниң һәммисигә әмәл қилип келиватимән. Әнди маңа йәнә немә кәм? — деди.
21Әйса униңға:
— Әгәр мукәммәл болушни халисаң, берип бар-йоқуңни сетип, пулини кәмбәғәлләргә бәргин. Шуниң билән әрштә ғәзнәң болиду. Андин келип маңа әгәшкин, — деди.
22Жигит мошу сөзни аңлап, қайғуға чөмүп у йәрдин кетип қалди. Чүнки униң мал-мүлки наһайити көп еди. 23Әйса мухлислириға:
— Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, байларниң әрш падишалиғиға кириши тәсликтила болиду. 24Вә йәнә шуни силәргә ейтайки, төгиниң йиңниниң көзидин өтүши бай адәмниң Худаниң падишалиғиға киришидин асандур! — деди.
25Мухлислар буни аңлап интайин бәк һәйран болушуп:
— Ундақта, ким ниҗатқа еришәләйду? — дәп сорашти.
26Амма Әйса уларға қарап:
— Бу иш инсан билән вуҗудқа чиқиши мүмкин әмәс, лекин Худаға нисбәтән һәммә иш мүмкин болиду, — деди.  
27Буниң билән Петрус униңға:
— Мана, биз һәммидин ваз кечип саңа әгәштуқ! Биз буниң үчүн немигә еришимиз? — дәп сориди.
28Әйса уларға мундақ деди:
— Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, аләмдики һәммә қайтидин йеңиланғинида, Инсаноғли шанлиқ тәхтидә олтарған вақтида, маңа әгәшкән силәр он икки тәхттә олтирип, Исраилларниң он икки қәбилисигә һөкүм чиқирисиләр. 29Мениң намим дәп өйләр, ака-ука, ача-сиңил қериндашлири, ата-аниси, аяли, балилири яки йәр-зиминлардин ваз кәчкәнләрниң һәммиси уларға йүз һәссә артуқ еришиду вә мәңгүлүк һаятқа мирас болиду.    30Лекин шу чағда нурғун алдида турғанлар арқиға өтиду, нурғун арқида турғанлар алдиға өтиду.

Notes


19:1 Мар. 10:1.

19:3 Мар. 10:2.

19:4 «шуни оқумидиңларму,...?» — Бу Пәрисийләр әң яхши көридиған ибариләрниң бири.

19:4 Яр. 1:17; 2:24; 5:2

19:5 Яр. 2:24; 1Кор. 6:16; Әф. 5:31.

19:6 1Кор. 7:10.

19:7 «Муса пәйғәмбәр немә үчүн Тәврат қанунида әр киши өз аялиға талақ хетини бәрсила андин уни қоюветишкә болиду» — әмирниң тоғриси «Қан.» 24:1дә тепилиду.

19:7 Қан. 24:1; Йәр. 3:1.

19:9 «Изаһат» — бези кона көчүрүлмиләрдә мошу йәрдә «вә талақ қилинған аялни әмригә алған кишиму зина қилған болиду» дегән сөзләр қошулуди. 5:32ни көрүң.

19:9 Мат. 5:32; Мар. 10:11; Луқа 16:18; 1Кор. 7:10.

19:10 «ундақта өйләнмәслик яхши екән» — демәк, мухлисларниң ойлишичә, талақ қилиш имканийити болмиса («чиқиш йоли болмиса), өйлиниш интайин қорқунучлуқ иштур.

19:11 1Кор. 7:7,17.

19:12 «анисиниң балиятқусидин туғма бәзи ағватлар бар» — «туғма ағватлар» бәлким туғма җинсий иқтидари аҗизларни, ишқсиз кишиләрни көрситиду; «башқилар тәрипидин ахта қилинған» кона заманларда хан-падишаларниң ордилирида һәрәмни башқуруш хизмити үчүн пичиветилгән адәмләрни көрситиду. «Әршниң падишалиғи үчүн өз-өзини ағват қилғанлар» бәлким Худаниң хизмитидә көпрәк вақит болай дәп өйлиништин ваз кәчкәнләрни көрситиду.

19:13 Мар. 10:13; Луқа 18:15.

19:14 «әрш падишалиғи дәл мошундақларға тәвәдур» — яки «әрш падишалиғи дәл мошундақлардин тәркиб тапқандур».

19:14 Мат. 18:3; 1Кор. 14:20; 1Пет. 2:2.

19:16 Мар. 10:17; Луқа 18:18.

19:18 Мис. 20:12; Лав. 19:18; Қан. 5:16-20; Рим. 13:9.

19:19 «қатиллиқ қилма, зина қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, ата-анаңға һөрмәт қил вә хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй» — (18-19-айәт) оқурмәнләр шуниңға диққәт қилған болуши мүмкинки, Әйса «он пәрман» ичидики Худаға мунасивәтлик пәрманларни яки «(хошнаңниң нәрсилирини) тама қилма» дегән пәрманни тилға алғини йоқ.

19:19 Лав. 19:17; Мат. 22:39; Мар. 12:31; Гал. 5:14; Яқ. 2:8.

19:21 Мат. 6:19; Луқа 12:33; 16:9; 1Тим. 6:19.

19:23 Пәнд. 11:28; Мар. 10:23; Луқа 18:24.

19:26 «Худаға нисбәтән һәммә иш мүмкин болиду» — грек тилида: «Худа билән һәммә иш мүмкин болиду».

19:26 Аюп 42:2; Йәр. 32:17; Зәк. 8:6; Луқа 1:37; 18:27.

19:27 Мат. 4:20; Мар. 10:28; Луқа 5:11; 18:28.

19:28 Луқа 22:30.

19:29 «Мениң намим дәп өйләр, ака-ука, ... яки йәр-зиминлардин ваз кәчкәнләр..» — грек тилида «мениң намим үчүн өйләр, ака-ука... яки йәр-зиминлардин ваз кәчкәнләр...».

19:29 Қан. 33:9; Аюп 42:12.

19:30 Мар. 10:31; Луқа 13:30.