— Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, бәлки удул берип каһинға өзүңни көрситип, уларда бир гувалиқ болуш үчүн, Муса бу ишта әмир қилғандәк өзүңниң сақайтилғиниң үчүн бир қурбанлиқни сунғин, — деди.
15Лекин у тоғрисидики хәвәр техиму тарқилип пур кәтти; шуниң билән топ-топ хәлиқ униң сөзини аңлаш вә өз ағриқ-кесәллирини сақайтиши үчүн униң алдиға жиғилип келәтти. 16Һалбуки, у пат-пат улардин чекинип чөллүк йәрләргә берип дуа қилатти.
27Бу ишлардин кейин, у йолға чиқип, Лавий исимлиқ бир баҗгирни көрди. У баҗ жиғидиған орунда олтиратти. У униңға:
— Маңа әгәшкин! — деди.
28У орнидин туруп, һәммини ташлап, униңға әгәшти.
29Лавий өйидә униңға катта бир зияпәт бәрди. Улар билән зор бир топ баҗгирлар вә башқиларму шу йәрдә һәмдәстихан болған еди. 30Бирақ Пәрисийләр вә уларниң еқимидики Тәврат устазлири ғудуңшуп униң мухлислириға:
— Тойи болуватқан жигит тойда той меһманлири билән һәмдәстихан олтарған чағда уларни роза тутқузаламсиләр? 35Амма шу күнләр келидуки, жигит улардин елип кетилиду, улар шу күнләрдә роза тутиду.
□5:12 «Тәхсир...» — яки «И Рәб...». «пүтүн бәдинини мохо бесип кәткән бир адәм....» — «мохо кесили» бир хил қорқунучлуқ терә кесили болуп, Йәһудийлар бу хил кесәлгә гириптар болғанларни напак, дәп қарап уларға қәтъий йеқинлашмайтти. Бу кесәл тоғрилиқ йәнә «Лавийлар»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.
□5:14 «уларда бир гувалиқ болуш үчүн, Муса бу ишта әмир қилғандәк өзүңниң сақайтилғиниң үчүн бир қурбанлиқни сунғин» — Муса пәйғәмбәр Тәврат қанунида шундақ әмирни көрсәткән: — Бир мохо кесили сақайтилған болса, у муқәддәс ибадәтханиға берип, өзиниң сақайтилғанлиғини каһинға көрситип андин мохо кесилидин сақайғанлар қилишқа тегишлик қурбанлиқни сунуши керәк еди. Шүбһисизки, Муса пәйғәмбәрдин башлап Мәсиһ Әйса кәлгичә бу мурасим һеч өткүзүлүп баққан әмәс еди. «Лав.» 14:1-32ни көрүң.
□5:29 «зор бир топ баҗгирлар» — «баҗгирлар» Исраилниң зиминини ишғал қилған Римлиқлар үчүн өз хәлқидин баҗ жиғип беридиған вә шу сәвәптин нәпрәткә учриған Йәһудийлар.
«Тәхсир...» — яки «И Рәб...». «пүтүн бәдинини мохо бесип кәткән бир адәм....» — «мохо кесили» бир хил қорқунучлуқ терә кесили болуп, Йәһудийлар бу хил кесәлгә гириптар болғанларни напак, дәп қарап уларға қәтъий йеқинлашмайтти. Бу кесәл тоғрилиқ йәнә «Лавийлар»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.
Мат. 8:2; Мар. 1:40.
«уларда бир гувалиқ болуш үчүн, Муса бу ишта әмир қилғандәк өзүңниң сақайтилғиниң үчүн бир қурбанлиқни сунғин» — Муса пәйғәмбәр Тәврат қанунида шундақ әмирни көрсәткән: — Бир мохо кесили сақайтилған болса, у муқәддәс ибадәтханиға берип, өзиниң сақайтилғанлиғини каһинға көрситип андин мохо кесилидин сақайғанлар қилишқа тегишлик қурбанлиқни сунуши керәк еди. Шүбһисизки, Муса пәйғәмбәрдин башлап Мәсиһ Әйса кәлгичә бу мурасим һеч өткүзүлүп баққан әмәс еди. «Лав.» 14:1-32ни көрүң.
Лав. 13:2; 14:2; Мат. 8:4.
«... Улар уни униң алдиға әкиришкә интилишти» — Әйса өйдә олтиратти (19-айәтни көрүң).
Мат. 9:1; Мар. 2:3; Рос. 9:33.
«Пәрисийләр» — қаттиқ тәләплик бир диний мәзһәптикиләр еди. Улар тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң.
«у йолға чиқип, Лавий исимлиқ бир баҗгирни көрди» — «Лавий»ниң башқа исми «Матта» еди.
Мат. 9:9; Мар. 2:14,15.
«зор бир топ баҗгирлар» — «баҗгирлар» Исраилниң зиминини ишғал қилған Римлиқлар үчүн өз хәлқидин баҗ жиғип беридиған вә шу сәвәптин нәпрәткә учриған Йәһудийлар.