Падиша Сулайманниң һекмәтлик сөзлири
1Падиша Сулайманниң пәнд-несиһәтлири: —
Дана оғул атисини шат қилар;
Әқилсиз оғул анисини қайғу-һәсрәткә салар.
2Һарам байлиқларниң һеч пайдиси болмас;
Һәққанийәт инсанни өлүмдин қутулдурар.
3Пәрвәрдигар һәққаний адәмниң җенини ач қоймас;
Лекин у қәбиһләрниң нәпсини боғуп қояр.
4Һорунлуқ кишини гадай қилар;
Ишчанлиқ болса баяшат қилар.  
5Язда һосулни жиғивалғучи — дана оғулдур;
Лекин орма вақтида ухлап ятқучи — хиҗаләткә қалдуридиған оғулдур.
6Бәрикәт һәққаний адәмниң бешиға чүшәр;
Амма зораванлиқ яманларниң ағзиға урар.
7Һәққаний адәмниң ядикари мубарәктур;
Яманларниң нами болса, сесиқ қалар.
8Дана адәм йолйоруқ-несиһәтләрни қобул қилар;
Кот-кот, надан киши өз айиғи билән путлишар.
9Ғубарсиз жүргән кишиниң жүрүш-туруши турақлиқтур,
Йоллирини әгир қилғанниң кири ахири ашкарилиниду.
10Көз ишаритини қилип жүридиғанлар адәмни дағда қалдурар;
Кот-кот, надан киши өз айиғи билән путлишар.
11Һәққаний адәмниң ағзи һаятлиқ булиқидур,
Амма зораванлиқ яманниң ағзиға урар.  
12Өчмәнлик җедәл қозғар;
Меһир-муһәббәт һәммә гуналарни япар.
13Әқил-идрақлик адәмниң ағзидин даналиқ тепилар;
Әқилсизниң дүмбисигә палақ тегәр.
14Дана адәмләр билимләрни зиядә топлар;
Лекин ахмақниң ағзи уни һалакәткә йеқинлаштурар.
15Мал-дуниялири гоя мәзмут шәһәрдәк байниң капалитидур;
Мискинни һалак қилидиған иш дәл униң намратлиғидур.
16Һәққанийларниң әҗирлири җанға җан қошар,
Қәбиһләрниң һосули гунанила көпәйтиштур.
17Несиһәтни аңлап уни сақлиғучи һаятлиқ йолиға маңар;
Тәнбиһләрни рәт қилған киши йолдин азғанлардур.
18Адавәт сақлиған киши ялған сөзлимәй қалмас;
Төһмәт чаплиғанлар ахмақтур.
19Гәп көп болуп кәтсә, гунадин халий болмас,
Лекин ағзиға егә болған әқиллиқтур.
20Һәққаний адәмниң сөзи худди сап күмүч;
Яманниң ойлири толиму әрзимәстур.
21Һәққаний адәмниң сөзлири нурғун кишини қувәтләр;
Ахмақлар әқли кәмлигидин өләр.
22Пәрвәрдигарниң ата қилған бәрикити адәмни дөләтмән қилар;
У бәрикитигә һеч бир җапа-мушәққәт қошмас.
23Ахмақ қәбиһликни тамашә дәп биләр;
Амма даналиқ йорутулған кишиниң хурсәнлигидур.  
24Яман киши немидин қорқса шуниңға учрар;
Һәққаний адәмниң арзуси әмәлгә ашурулар.
25Яман адәм қуюндәк өтүп йоқар;
Лекин һәққаний адәм мәңгүлүк һулдәктур.
26Адәм аччиқ су жутувалғандәк,
Көзигә ис-түтәк кирип кәткәндәк,
Һорун адәмни ишқа әвәткәнму шундақ болар.
27Пәрвәрдигардин әйминиш өмүрни узун қилар,
Яманниң өмри қисқартилар.
28Һәққаний адәмниң үмүти хурсәнлик елип келәр;
Лекин рәзилниң күткини йоққа чиқар.
29Пәрвәрдигарниң йоли дурус яшаватқанларға башпанаһдур;
Қәбиһлик қилғучиларға болса һалакәттур.
30Һәққанийларниң орни мустәһкәмдур;
Яманлар зиминда узун турмас.
31Һәққаний адәмниң ағзидин даналиқ чиқар;
Лекин шумлуқ тил кесип ташлинар.
32Һәққаний адәмниң сөзи кишигә мок хушяқар;
Яман адәмниң ағзидин шумлуқ чиқар.

Notes


10:1 Пәнд. 15:20

10:2 Пәнд. 11:4

10:4 «Һорунлуқ» — ибраний тилида: «қол бошлуғи». «Ишчанлиқ» — ибраний тилида: «әстайидиллиқниң қоли».

10:4 Пәнд. 12:24

10:6 «Амма зораванлиқ яманларниң ағзиға урар» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Амма яманларниң ағзи зораванлиқни йошурар».

10:8 Пәнд. 10:10

10:11 «һаятлиқ булиқи» — бәлким «Ерән бағчиси»дики «һаятлиқ беридиған дәрәқ»кә охшитилғандур. «Амма зораванлиқ яманниң ағзиға урар» — яки «Амма яманниң ағзи зораванлиқни йошурар».

10:11 Пәнд. 10:6; 13:14

10:12 1Кор. 13:7; 1Пет. 4:8

10:13 Пәнд. 20:30

10:16 «...гунанила көпәйтиштур» — яки «...гунайини бекитәр».

10:18 «Адавәт сақлиған киши ялған сөзлимәй қалмас» — ибраний тилида: «Адавәт сақлиғучиниң ләвлири ялған болиду».

10:20 «Һәққаний адәмниң сөзи» — ибраний тилида: «Һәққаний адәмниң тили». «Яманниң ойлири» — ибраний тилида: «яманниң көңли».

10:23 «йорутулған» — ибараний тилида «ишни, башқа адәмни убдан чүшинидиған» дегән мәнидә.

10:23 Пәнд. 14:9

10:26 «Адәм аччиқ су жутувалғандәк...» — ибраний тилида: «Аччиқ су чишларға тәккәндәк...».

10:27 Пәнд. 9:11

10:28 Аюп 8:13,14; 11:20; Зәб. 111:10

10:29 Пәнд. 13:6