11
1Ялған тараза Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
Адил җиң теши Уни хурсән қилар.
2Тәкәббурлуқ билән биргә шәрмәндичилик әгишип келәр;
Лекин даналиқ кичик пеилларға һәмраһ болар.
3Тоғриларниң сәмимийлиги өзини йетәкләр;
Лекин каззапларниң әгирлиги өзини вәйран қилар.
4Худаниң ғәзәп күнидә мал-дунияниң пайдиси болмас;
Лекин һәққанийәт адәмни өлүмдин қутқузар.
5Камил адәмниң һәққанийлиғи өзини түз йолға башлар;
Яман адәм өз яманлиғидин жиқилар.
6Дурус адәмләрниң һәққанийлиғи өзлирини қутқузар;
Лекин каззаплар өз һейлә-нәйриңидин тутулар.
7Рәзил адәм өлсә, униң үмүти йоққа чиқар;
Гунакарниң үмүти ахири қуруқ қалар.
8Һәққаний адәм қийинчилиқтин халий қилинар;
Рәзил адәм униң орниға тутулар.
9Мунапиқлар өз ағзи билән йеқинини бузар;
Лекин һәққанийлар билими билән қутқузулар.
10Һәққаний адәм ронақ тапса, шәһәр хуш болар;
Рәзил адәм һалак болса, хәлиқ тәнтәнә қилар.
11Тоғриларниң бәрикәт тиләшлири билән шәһәр гүллинәр;
Лекин рәзилләрниң тили билән вәйран болар.
12Өз йеқинини сөкидиған киши — әқилсиздур;
Амма йорутулған адәм ағзини жиғар.
13Гәп тошуғучи мәхпийәтләрни ашкарилар;
Садиқ адәм аманәткә хиянәт қилмас.
14Йолйоруқ кам болса, әл-жут жиқилар;
Улуқ бир мәслиһәтчи болса, әл ниҗат тапар.
15Ятқа борун болған киши зиян тартмай қалмас;
Қол беришип кепил болушни яман көргән кишиниң қулиқи тинич болар.
16Шапаәтлик аял иззәт-һөрмәтни қолдин бәрмәс;
Зораванлар байлиқни қолдин бәрмәс.
17Рәһимдил өз-өзигә бәхит яритар;
Рәһимсиз өз тенини ағритар.
18Яман адәмләрниң алған иш һәққи уларни алдар, бәрикәтсиз болар;
Амма һәққанийәт териғучи адәм әмәлий инъам алар.
19Һәққанийәт адәмгә һаятлиқ тапқузар;
Яманлиқни көзләп жүридиған киши өлүмгә йүз тутар.
20Нийити бузуқ киши Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
Амма йоли диянәтлик кишиләр униң хурсәнлигидур.
21Қол тутушуп бирләшсиму, яманлар җазаға тартилмай қалмас;
Лекин һәққанийларниң нәсли ниҗат тапар.
22Чирайлиқ амма тетиқсиз хотун,
Чошқиниң тумшуғиға алтун һалқа салғандәктур.
23Һәққанийларниң арзуси пәқәт яхши мевә елип келәр;
Яманларниң күткини ғәзәп-нәпрәттур.
24Бирәв мәртләрчә тарқатсиму, гүллинәр;
Йәнә бирәв беришкә тегишлигини айисиму, пәқәт намратлишар.
25Мәрт адәм әтлинәр;
Башқиларни суғарғучи өзиму суғирилар.
26Ашлиқни сатмай бесивалған киши әлниң ләнитигә учрайду;
Лекин ашлиқни сетип бәргүчигә бәрикәт тилинәр.
27Яхшилиқни издәп интилгән адәм шапаәт тапар;
Яманлиқни издигән адәм өзи яманлиқ көрәр.
28Өз мал-дуниясиға таянғучи жиқилар;
Һәққаний киши йопурмақтәк көкирәр.
29Өз өйигә азарчилиқ салған киши шамалға мирас болар;
Әқилсиз адәм ақиланиниң қули болуп қалар.
30Һәққанийниң беридиған мевиси «һаятлиқ дәриғи»дур;
Дана киши көңүлләрни һаятлиққа майил қилар.
31Қараңлар, һәққаний адәм бу дунияда сәһвәнлиги үчүн бәдәл төлигән йәрдә,
Рәзилләр билән гунакарларниң ақивити қандақ болар?
Notes
■11:1
Лав. 19:36; Қан. 25:13; Пәнд. 16:11; 20:10,23
■11:2
Пәнд. 15:33; 16:18; 18:12
■11:3
Пәнд. 13:6
■11:4
Пәнд. 10:2; Әз. 7:19; Зәф. 1:18
□11:7
«Гунакарниң үмүти...» — башқа бир хил тәрҗимиси, «Күчлүкләрниң үмүти...».
■11:8
Зәб. 33:20; Пәнд. 21:18
□11:14
«Йолйоруқ кам болса...» — башқа бир хил тәрҗимиси, «Көп мәслиһәтчиләр болса,...». «...ниҗат тапар» — яки «....бехәтәр турар».
■11:14
1Пад. 12:1-20
□11:15
«Ятқа борун болған киши зиян тартмай қалмас» — 6:1 вә изаһатни көрүң.
□11:18
«Яман адәмләрниң алған иш һәққи уларни алдар, бәрикәтсиз болар» — ибраний тилида «яман адәмниң иш һәққи ялған болар».
□11:21
«Қол тутушуп бирләшсиму,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «шүбһисизки,...».
■11:21
Пәнд. 16:5
■11:25
Зәб. 111:9; 2Кор. 9:9
■11:27
Зәб. 7:17; 9:15,16, 23; 56:7
■11:28
Зәб. 1:3, 4; 91:13-15
□11:30
«һаятлиқ дәриғи» — мошу йәрдә «һаятлиқ дәриғи» дегәнлик, «Ерән бағчиси»дики Адәм атимиз вә Һава анимизниң бәһримән болушиға тәйярланған дәрәқни көрситиду (3:18-айәтни көрүң). «... һаятлиққа майил қилар» — әйни тексттә «һаятлиқ» дегән сөз йоқ. Лекин һәққанийлиқ йолида Худаниң мөмин бәндилири адәмләрниң көңлини өзи үчүн алмайду, бәлки уларни Худаниң йолиға җәлип қилиду; шуңа толуқ мәнаси: «Ким дана болса кишиләрниң көңлини ниҗат йолиға башлайду» дәп қараймиз. Мошу айәтни «Луқа» 5:10 билән селиштурғили болиду.
□11:31
«Қараңлар, һәққаний адәм ...бәдәл төлигән йәрдә, рәзилләр билән гунакарларниң ақивити қандақ болар?» — бу айәт Инҗил, «1Пет.» 4:18дә нәқил кәлтүрүлиду.
■11:31
1Пет. 4:17,18