1Яманлар һеч ким қоғлимисиму қачар;
Бирақ һәққанийлар шир жүрәк батур келәр.
2Жутта гуналар көпәйсә, униң әмирлири көп алмишар,
Лекин уни сориғучи йорутулған вә билимлик болса, жут аман-муқим узун турар.
3Мискинләргә зулум селиватқан бир кәмбәғәл,
Худди зираәтләрни ятқузуп денини қоймайдиған қара ямғурға охшайду.
4Тәврат қанунидин ваз кәчкәнләр яманларни яхши дәп махтар;
Бирақ қанунни тутқучилар уларға қарши күрәш қилар.
5Рәзилләр адаләтни чүшәнмәс;
Бирақ Пәрвәрдигарни издигүчиләр һәммә ишни чүшинәр.
6Пәзиләтлик йолда маңған мискин киши,
Сахта, икки йүзлимә бай адәмдин яхшидур.
7Тәврат-қануниға итаәт қилған жигит әқиллиқ оғулдур;
Бирақ нан қепиларға һәмраһ болғучи атисини номусқа қалдурар.
8Җазанихорлуқ қилип жуқури өсүм арқилиқ байлиқлар тапқан киши,
Ахирида буларни мискинләргә хәйрихаһлиқ қилғучиниң қолиға өткүзүш үчүн топлиғандур.
9Кимки Тәврат-қанунини аңлимаймән дәп қулиқини йопурса,
Һәтта дуалириму ләнити болуп қалар.
10Кимки дурусларни яман йолға аздурса,
Өзи колиған орисиға өзи чүшәр;
Бирақ пак-диянәтлик адәм яхшилиққа мирасхор болар.
11Бай дәрвәқә өзини дана санар;
Бирақ йорутулған мискин уни һаман көрүп йетәр.
12Һәққанийлар ғаливийәтлик болса,
Җаһанни тәнтәнә қаплар;
Бирақ яманлар мәртивигә чиқса, халайиқ өзлирини қачурар.
13Өз гуналирини йошурған киши ронақ тапмас;
Бирақ уларни тонуп иқрар қилип, улардин ваз кәчкән киши рәһим-шәпқәткә еришәр.
14 Пәрвәрдигардин һәрдайим қорқуп жүргән киши шунчә бәхитликтур!
Бирақ көңлини таш қилған балаю-апәткә қалар.
15Һөкирәп турған шир,
Яки овни издәп кезиватқан ейиқ қандақ болса,
Йоқсул пухраларниң үстидики рәзил һакимму шундақтур.
16Йорутулмиған әмир һаман зор бир залим болуп чиқар,
Бирақ һарам байлиқларға нәпрәтләнсә, тәхтидә узун олтирар.
17Қан төккән киши қәриз билән һаңға қарап жүгүрәр;
Уни һеч ким тосмисун!
18Сәмимий, диянәтлик йолда маңған қутулар;
Икки йолда маңған сахта киши уларниң биридә һаман жиқилип чүшәр.
19Өз йеригә тиришип ишлигән деханниң нени йетип ашар;
Бирақ бекар жүрүп хам хиялларни қоғлиған кишиниң йоқсуллуғи мол болар!
20Растчил кишиниң бәхити көпийәр;
Бирақ бай болушқа алдириған киши җазадин қечип қутулалмас.
21Биригә ян бесиш қәтъий болмас;
Чүнки бәзиләр һәтта бир бурда нан үчүнму гуна өткүзәр.  
22Нәпси тоймас киши байлиқларни көзләп алдирайду,
У намратлиқниң өз бешиға чүшидиғинидин бехәвәрдур.
23Башқиларниң хаталиқини очуқ әйиплигән киши,
Һаман хушамәт қилғучиға қариғанда көпрәк илтипат тапар.
24Ата-анисиниң тәәллуқатини оғрилап, «Бу һеч қандақ гуна әмәс» дегән киши,
Һалак қилғучиниң шеригидур.
25Нәпси тоймиғур киши җедәл-маҗира терийду;
Бирақ Пәрвәрдигарға таянған киши әтлинәр.  
26Өзиниң көңлигә ишәнгән киши ахмақтур;
Бирақ даналиқ билән маңған ниҗат тапар.
27Намратларға хәйрхаһлиқ қилидиған киши муһтаҗлиқ тартмас;
Лекин һаҗәтмәнни көрсиму көрмәскә салған киши көплигән қарғишқа учрар.
28Яманлар мәртивигә чиқса, халайиқ өзлирини қачурар;
Лекин улар завал тапса, һәққанийлар раваҗ тапар.

Notes


28:1 Лав. 26:36; Қан. 28:28; Йәш. 57:21

28:6 Пәнд. 19:1

28:7 Пәнд. 29:3

28:8 Лав. 25:35-37

28:10 Пәнд. 26:27

28:12 Пәнд. 11:10,11

28:13 Зәб. 31:3, 5; 1Юһа. 1:9, 10

28:14 «Пәрвәрдигардин һәрдайим қорқуп жүргән киши шунчә бәхитликтур» — әйни тексттә «Пәрвәрдигар» дегән сөз тепилмайду. Шуңа башқа бир хил тәрҗимиси: «Гуна қилиштин һәрдайим қорқуп жүргән киши».

28:17 «Уни һеч ким тосмисун!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Һеч ким униңға һимайә болмисун!». Тәврат қануни бойичә адәмни тәсадипий өлтүргән киши «панаһлиқ шәһәр»ләргә қачса болатти. Амма гунайи бар кишиләр һаман шу шәһәрләрдин һимайә алалмайтти («Чөл.» 6:34-35ни көрүң).

28:20 Пәнд. 13:11; 20:21; 23:4

28:21 «қәтъий болмас» — ибраний тилида «яхши әмәс».

28:21 Пәнд. 18:5; 24:23

28:22 «Нәпси тоймас киши» — ибраний тилида «көзи яман киши».

28:25 «Нәпси тоймиғур киши» — яки «һали чоң киши».

28:25 Пәнд. 13:10; 15:18; 29:22

28:27 Қан. 15:7,8,10; Пәнд. 19:17; 22:9

28:28 Пәнд. 28:12