1Қайта-қайта әйиплинип туруп йәнә бойни қаттиқлиқ қилған киши,
Туюқсиздин давалиғусиз янҗилар.
2Һәққанийлар гүлләнсә, пухралири шатлинар,
Қәбиһләр һоқуқ тутса пухра налә-пәряд көтирәр.
3Даналиқни сөйгән оғул атисини хуш қилар;
Бирақ паһишиләргә һәмраһ болған униң мал-мүлкини бузуп-чачар.
4Падиша адаләт билән жутини тинич қилар;
Бирақ баҗ-селиқ салған болса, уни вәйран қилар.
5Өз йеқиниға хушамәт қилған киши,
Униң путлириға тор тәйярлап қойғандур.
6Рәзил адәмниң гунайи өзигә қапқан ясап қурар;
Бирақ һәққаний киши нахшилар билән шатлинар.
7Һәққаний киши мискинниң дәвасиға көңүл бөлүр;
Бирақ яманлар болса бу ишни чүшәнмәс.
8Һакавур кишиләр шәһәрни қутритип давалғутар;
Бирақ ақиланиләр аччиқ ғәзәпләрни яндурар.
9Дана киши ахмақ билән дәвалашса,
Ахмақ һүрпийиду яки күлиду, нәтиҗиси һаман течлиқ болмас.
10Қанхорлар пак-диянәтликләргә нәпрәтлинәр;
Дурусларниң җенини болса, улар қәстләр.
11Ахмақ һәрдайим ичидики һәммини ашкарә қилар;
Бирақ дана өзини бесивалар.
12Һөкүмдар ялған сөзләргә қулақ салса,
Униң барлиқ хизмәткарлири яман үгәнмәй қалмас.
13Гадай билән уни әзгүчи киши бир зиминда яшар;
Һәр иккисиниң көзини нурландурғучи Пәрвәрдигардур.  
14Йоқсулларни диянәт билән сориған падишаниң болса,
Тәхти мәңгүгә мәһкәм турар.
15Таяқ билән тәнбиһ-несиһәт балиларға даналиқ йәткүзәр;
Бирақ өз мәйлигә қоюп берилгән бала анисини хиҗаләткә қалдурар.
16Яманлар гүллинип кәтсә, наһәқлик көпийәр;
Лекин һәққанийлар уларниң жиқилғинини көрәр.
17Оғлуңни тәрбәлисәң, у сени арам тапқузар;
У көңлүңни сөйүндүрәр.
18 Пәрвәрдигарниң вәһийси болмиған әлниң пухралири йолдин чиқип башпанаһсиз қалар;
Лекин Тәврат-қануниға әмәл қилидиған киши бәхитликтур.
19Қулни сөз биләнла түзәткили болмас;
У сөзүңни чүшәнгән болсиму, етивар қилмас.
20Ағзини басалмайдиған кишини көргәнму?
Униңдин үмүт күткәндин, ахмақтин үмүт күтүш әвзәлдур.
21Кимки өз қулини кичигидин тартип өз мәйлигә қоюп бәрсә,
Күнләрниң биридә униң бешиға чиқар.
22Териккәк киши җедәл-маҗира қозғап турар;
Асан аччиқлинидиған кишиниң гуналири көптур.
23Мәғрурлуқ кишини пәс қилар,
Бирақ кәмтәрлик кишини һөрмәткә ериштүрәр.
24Оғри билән шерик болған киши өз җениға дүшмәндур;
У сорақчиниң гува беришкә агаһландурушини аңлисиму, лекин раст гәп қилишқа петиналмас.  
25Инсан балисидин қорқуш адәмни қапқанқа чүшүриду;
Бирақ кимки Пәрвәрдигарға таянған болса, у бехәтәр көтириләр.
26Көп кишиләр һөкүмдардин илтипат издәп жүрәр;
Бирақ адәмниң һәқ-рисқи пәқәт Пәрвәрдигарниңла қолидидур.
27Наһәқләр һәққанийларға жиркиничликтур;
Дурус йолда маңған кишиләр яманларға жиркиничликтур.

Notes


29:2 Пәнд. 11:10; 28:12,28

29:3 Пәнд. 10:1; 15:20; 28:7; Луқа 15:13

29:4 «Бирақ баҗ-селиқ салған болса,...» — яки «бирақ парихор болса,..».

29:7 Аюп 29:16

29:10 «Дурусларниң җенини болса, улар қәстләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бирақ дуруслар уларниң җенидин хәвәр алар».

29:11 Пәнд. 14:33

29:13 «Гадай билән уни әзгүчи киши бир зиминда яшар» — ибраний тилида: «гадай билән уни әзгүчи киши бир-биригә йолуқар».

29:13 Пәнд. 22:2

29:14 Пәнд. 20:28; 25:5

29:15 Пәнд. 10:1; 13:24; 17:21,25; 22:15; 23:13

29:16 Зәб. 36:36; 57:11-12; 90:8

29:17 Пәнд. 13:24; 22:15; 23:13,14

29:18 «йолдин чиқип башпанаһсиз қалар» — бу ибарә ибраний тилида икки бислиқ бир сөз биләнла ипадиләнгән.

29:20 Пәнд. 26:12

29:21 «Күнләрниң биридә униң бешиға чиқар» — башқа бир хил тәрҗимиси «Ахирда у (қул) өзигә пәрзәнттәк болуп чиқар».

29:22 Пәнд. 15:18; 26:21

29:23 Аюп 22:29; Пәнд. 15:33; 18:12; Йәш. 66:2; Мат. 23:12; Луқа 14:11; 18:14; Яқ. 4:6,10; 1Пет. 5:5

29:24 «...раст гәп қилишқа петиналмас» — «Лав.» 5:1ни көрүң.

29:24 Лав. 5:1

29:25 «бехәтәр көтириләр» — ибраний тилида бир сөз биләнла ипадилиниду.

29:26 Пәнд. 19:6