10
10-күй •••• «Қени, қачмамсән?» 
 1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — 
Пәрвәрдигарни башпанаһим қилдим; 
Әнди силәр қандақму маңа: «Қуштәк өз теғиңға учуп қач! 
 2 Чүнки мана, рәзилләр каманни тартип, 
Қараңғулуқтин көңли дурусларға қаритип атмақчи болуп, 
Улар оқни киричқа селип қойди; 
 3 «Һуллар һалак қилинса, 
Әнди һәққанийлар немиму қилар?»» — дәватисиләр?□  «Һуллар һалак қилинса,..» — «Һуллар» җамаәтниң яки җәмийәтниң һуллирини көрситиду. 
 4 Пәрвәрдигар Өзиниң муқәддәс ибадәтханисидидур, 
Пәрвәрдигарниң тәхти асманлардидур; 
У нәзәр салиду, 
Униң сәзгүр көзлири инсан балилирини күзитип, синайду.□  «Униң сәзгүр көзлири инсан балилирини күзитип, синайду» — «Униң сәзгүр көзлири» ибраний тилида «униң көз қапақлири». 
 5 Пәрвәрдигар һәққаний адәмни синайду; 
Рәзилләргә вә зораванлиққа хуштарларға у ич-ичидин нәпрәтлиниду. 
 6 У рәзилләргә қапқанлар, от вә гуңгутни яғдуриду; 
Пижғирим қизиқ шамал уларниң қәдәһидики несивиси болиду.□  «Пижғирим қизиқ Шамал уларниң қәдәһидики несивиси болиду» — «уларниң қәдәһидики несивиси» кинайилик, һәҗвий гәп. 
 7 Чүнки Пәрвәрдигар һәққанийдур; 
Һәққанийлиқ Униң амриғидур; 
Көңли дуруслар Униң дидарини көриду. 
□10:3 «Һуллар һалак қилинса,..» — «Һуллар» җамаәтниң яки җәмийәтниң һуллирини көрситиду.
□10:4 «Униң сәзгүр көзлири инсан балилирини күзитип, синайду» — «Униң сәзгүр көзлири» ибраний тилида «униң көз қапақлири».
□10:6 «Пижғирим қизиқ Шамал уларниң қәдәһидики несивиси болиду» — «уларниң қәдәһидики несивиси» кинайилик, һәҗвий гәп.