113
113-күй •••• Худаниң Исраил хәлқиниң Мисирдин чиқишида уларға намайән қилған улуқлуғи 
 1 Исраил Мисирдин, 
Яқуп җәмәти ят тиллиқ әлләрдин чиққанда, ■ Мис. 13:3 
 2 Шу чағда Йәһуда Худаниң муқәддәс җайи, 
Исраил униң сәлтинити болди, 
 3 Деңиз буни көрүп бәдәр қачти, 
Иордан дәрияси кәйнигә янди; 
 4 Тағлар қочқарлардәк, 
Дөңләр қозилардәк ойнақлиди. 
 5 Әй деңиз, сән немә болдуң, қачқили? 
Иордан дәрияси, йолуңдин янғили? 
 6 Тағлар қочқарлардәк, 
Дөңләр қозилардәк ойнақлиғили? 
 7 И йәр йүзи, Рәбниң җамалидин, 
Яқупниң Худасиниң җамалидин тәврән; 
 8 У қорам ташни көлчәккә, 
Чақмақ тешини мол булақ сулириға айландуриду.□  «У қорам ташни көлчәккә, чақмақ тешини мол булақ сулириға айландуриду» — «чақмақ теши» ташлар ичидә әң қаттиқ таш һесаплиниду. «Қан.» 8:15ни көрүң.  ■ Мис. 17:6; Чөл. 20:11 
113-күй — давами •••• Бутларға чоқунғанлар һәм Худаға ибадәт қилғанлар 
 9 Бизгә әмәс, и Пәрвәрдигар, бизгә әмәс — 
Өзгәрмәс муһәббитиң үчүн, һәқиқәт-садақитиң үчүн, 
Өз намиңға шан-шәрәп кәлтүргәйсән. 
 10 Әлләр немишкә «Уларниң Худаси қәйәрдә?» дәп мазақ қилишиду? 
 11 Бирақ Худайимиз болса әршләрдидур; 
Немини халиса, У шуни қилғандур. 
 12 Уларниң бутлири болса пәқәт күмүч-алтундин ибарәт, 
Инсанниң қоллири ясиғинидур, халас. 
 13 Уларниң ағзи бар, бирақ сөзләлмәйду; 
Көзлири бар, көрмәйду;■ Қан. 4:28; Йәр. 10:3, 4, 5, 9-16 
 14 Қулақлири бар, аңлимайду, 
Бурни бар, пуралмайду; 
 15 Қоллири бар, силалмайду; 
Путлири бар, маңалмайду; 
Канийидин һеч бир сада чиқармайду. 
 16 Уларни ясиғанлар уларға охшаштур, 
Уларға таянғанларму шундақтур. 
 17 И Исраил, Пәрвәрдигарға тайиниңлар; 
У силәргә ярдәм қилғучиңлар һәм қалқиниңлардур. 
 18 И Һарун җәмәти, Пәрвәрдигарға тайиниңлар; 
У силәргә ярдәм қилғучи һәм силәрниң қалқиниңлардур.□  «У силәргә ярдәм қилғучи һәм силәрниң қалқиниңлардур» — ибраний тилида «У уларға ярдәм қилғучи һәм уларниң қалқиниңлардур» дейилиду. 10-11-айәтләрдиму шундақ. 
 19 Пәрдәрдигардин әйминидиғанлар, Пәрвәрдигарға тайиниңлар; 
У силәргә ярдәм қилғучи һәм қалқиниңлардур. 
 20 Пәрвәрдигар бизни әсләп кәлди; 
У бәхит ата қилиду; 
У Исраил җәмәтигә бәхит ата қилиду; 
У Һарун җәмәтигә бәхит ата қилиду; 
 21 Пәрвәрдигардин әйминидиғанларға, 
Чоңлири һәм кичиклиригиму бәхит ата қилиду. 
 22 Пәрвәрдигар силәргә қошлап бериду, 
Силәргә һәм пәрзәнтлириңларға; 
 23 Силәргә Пәрвәрдигар тәрипидин бәхит ата қилинған, 
Асман-зиминни Яратқучидин бәрикәтләнгән! 
 24 Асманлар болса Пәрвәрдигарниң асманлиридур; 
Бирақ зиминни болса инсан балилириға тапшурғандур. 
 25 Өлүкләр Яһни мәдһийиләлмәйду, 
Сүкүт дияриға чүшүп кәткәнләрму шундақ; 
 26 Бирақ бизләр һазирдин башлап Яһқа әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримиз! 
Һәмдусана! 
□113:8 «У қорам ташни көлчәккә, чақмақ тешини мол булақ сулириға айландуриду» — «чақмақ теши» ташлар ичидә әң қаттиқ таш һесаплиниду. «Қан.» 8:15ни көрүң.
■113:13 Қан. 4:28; Йәр. 10:3, 4, 5, 9-16
□113:18 «У силәргә ярдәм қилғучи һәм силәрниң қалқиниңлардур» — ибраний тилида «У уларға ярдәм қилғучи һәм уларниң қалқиниңлардур» дейилиду. 10-11-айәтләрдиму шундақ.