124
124-күй •••• Худаниң зор һимайиси 
 1 «Жуқириға чиқиш нахшиси» 
Пәрвәрдигарға таянғанлар Зион теғидәктур; 
Уни тәврәткили болмайду, 
У мәңгүлүк туриду. 
 2 Йерусалим! Тағлар униң әтрапини оруған, 
Һәм Пәрвәрдигар һазирдин та әбәткичә Өз хәлқиниң әтрапини орайду. 
 3 Чүнки рәзилләрниң һоқуқ һасиси һәққанийларниң несивисини башқурмайду; 
Болмиса һәққанийларму қоллирини қәбиһликкә узартиши мүмкин. 
 4 Пәрвәрдигар, меһриванларға меһриванлиқ қилғайсән; 
Көңли дурусларғиму шундақ болсун. 
 5 Бирақ әгир йолларға бурулуп кәткәнләрни болса, 
Пәрвәрдигар уларни қәбиһлик қилғучилар билән тәң шаллайду. 
Исраилға аман-хатирҗәмлик болғай!